Хитай уйғур елидин хитай өлкилиригә төмүр йол арқилиқ көмүр йөткәш иқтидарини өстүргән
2024.01.16
Хитай даирилири уйғур елиниң көмүрини газға айландуруп туруба арқилиқ хитай өлкилиригә йөткәштин сирт, төмүр йол арқилиқ хам көмүр йөткәш иқтидариниму өстүргән. Хитай таратқулириниң билдүрүшичә, 15-январ күни үрүмчиниң ғәрбидики хитайчә җяңҗүнмяв бекити дәп аталған җай билән қумулдики ном йезиси арисида рәсмий төмүрйол қатниши башланған болуп, 429.9 Километир узунлуқтики бу төмүр йол хитайниң уйғур елидин төмүрйол арқилиқ көмүр йөткәш иқтидарини өстүргән. Шинхуа агентлиқиниң 15-январ бәргән хәвиридә, 2021-йили 4-айда қурулуш башланған бу төмүрйол линийәсиниң пүтүп ишқа киришишиниң шәрқий җуңғар иқтисадий ечиветиш райони көмүрлирини хитайға йөткәштә уйғур елидин чиқиш мусаписини 28 пирсәнт, йөткәш вақтини 30 пирсәнт қисқартқанлиқи билдүрүлгән.
Шинхуа агентлиқиниң ейтишичә, шәрқий җуңғар иқтисадий ечиветиш райониниң көмүр запас миқдари тәхминән 390 милярд тонна болуп, бу уйғур районидики 5-чоң көмүрлүк, шундақла хитайдики 14-чоң типлиқ көмүр базиси һесаблинидикән. Шәрқий җуңғар иқтисадий ечиветиш райони илгири хәлқара муһит қоғдиғучилириниңму диққитини қозғиған. Хитайниң нурғун көмүр електир истансилири җайлашқан бу райондин нурғун зәһәрлик карбон гази һаваға қоюп берилип, йәр шари һава килимат өзгиришини контрол қилишқа бузғунчилиқ қилиш билән әйибләнгән.
Нөвәттә, хитайниң “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш”, уйғур елиниң көмүрини газға айландуруп туруба арқилиқ хитай өлкилиригә йөткәштин сирт, төмүр йол арқилиқ көмүр йөткәш иқтидарини юқири көтүрүшму, униң енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш истратегийәсиниң бир қисми, дәп қаралмақта. Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, 2023-йили уйғур елидин төмүр йол арқилиқ хитай өлкилиригә йөткәлгән көмүр миқдари 60 милйон 331 миң тонниға йетип, алдинқи йилқидин 9.8 Пирсәнт артқан. Хитай рәиси ши җинпиң 2020-йили хитайниң йеңи көмүр електир истансиси қуруш, көмүр канлирини ечишни тохтитидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, лекин әмәлийәт униң бу вәдисигә әмәл қилмиғанлиқи көрүлмәктә.