“ташқи сиясәт”” журнили: “тор һуҗуми шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқини тохтиталамду?”

Мухбиримиз әркин
2020.10.19

Әнглийәлик тәтқиқатчи вә сиясәт мәслиһәтчиси лимор симхоней 16-өктәбир “ташқи сиясәт” журнилида мақал елан қилип, тор уруши принсипини уйғур елидә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан нуқтиларға қарши ишлитишкә болидиғанлиқини илгири сүргән. Униң тәкитлишичә, хитай уйғурларни җазалашта юқири техникиға тайинидиған болуп, бу башқа дөләтләрниң ахбарат топлиши вә лагерларға соқунуп киришиниң ишикини ечип беридикән.

Лимор симхоней “тор һуҗуми шинҗаңдики мәдәнийәт қирғинчилиқини тохтиталамду?” мавзулуқ мақалисидә, юқири техникилиқ назарәт “шинҗаңни мәвһум қәпәзгә айландуруп, хитайни кимниң дөләткә зиянлиқ икәнликини тәһлил, анализ вә қарар қилиш имканийити билән тәминлигән болсиму, әмма бу хил система башқа дөләтләрниң тор һуҗуми қилип, лагерларниң мәшғулатини қалаймиқанлаштуруветиш имканийитигә игә қилғанлиқи” ни билдүргән.

Униң тәкитлишичә, тор уруши принсипини шинҗаңда инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан нуқтиларға қарши ишлитишкә болидикән. У, лагерлардики техника әслиһәлиригә қаритилған йошурун вә нишанлиқ тор һуҗуминиң нурғун әвзәлликләргә игә икәнлики, хитайниң тор бихәтәрлик тәдбири наһайити илғар болсиму, лекин униң бихәтәрлик тәдбирлиридә йәнила бошлуқ барлиқини билдүргән. Апторниң тәкитлишичә, тор һуҗуми хитайға “хәлқара җәмийәт шинҗаң яки тибәткә охшаш башқа районлардики етник тазилашни қобул қилмайду” дегән сигнални беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.