Уйғур елидә “шинҗаңниң төт тарихини тоғра тонуш” тәшвиқат һәрикити башланған

Мухбиримиз ирадә
2019.01.17

Уйғур елидики наһийәләрни асас қилған асасий қатламда “қиш мәзгиллик он миң кишилик тәшвиқат паалийити” башланғанлиқи мәлум.

“ақсу гезити” тарқатқан бир хәвәргә қариғанда, мәзкур тәшвиқат һәрикитиниң асаслиқ мәзмуни “шинҗаңниң җуңгониң айрилмас бир қисми” икәнликини тонуш, “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң җуңхуа миллити билән қандаш икәнликини тонуш”, “шинҗаңдики һәр милләт мәдәнийитиниң җуңхуа мәдәнийитиниң бир қисми икәнликини тонуш” қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән.

“шинҗаңниң төт тарихини тоғра тонуш” дәп аталған бу тәшвиқат һәрикитиниң һазир уйғур елиниң һәрқайси җайлирида кәң омумлаштурулуватқанлиқи мәлум.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари ли пеңшин, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң башлиқи тйән вен қатарлиқлар йеқинда арқиму-арқидин мақалә елан қилип, шинҗаңниң қәдимки тарихини һазирқи вәзийәттики муқимлиқ шизмитиниң еһтияҗи үчүн хизмәт қилдуруш лазимлиқини алаһидә тәкитлигән иди.

Чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити әмдики нишанини уйғур елигә мунасивәтлик тарих саһәсигә қаритип, тарихни сиясәткә маслаштуруш һәрикитини күчәйтмәктикән.

Хитай даирилири уйғур елидә 2 милйонға йеқин кишини лагерға қамаш, лагер сиртидикиләрниму түрлүк-түмән тәшвиқат һәрикәтлиригә қатнаштуруш арқилиқ уларға ‛мән җуңголуқ‚, ‛вәтиним җуңго‚, ‛миллитим җуңхуа миллити‚ дегәнләрни сиңдүрүшкә урунуватқанлиқи мәлум. Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларни өзиниң миллий вә диний кимлик еңини йоқитишқа, тарихта қурған мустәқил дөләтлирини унтушқа мәҗбурлаватқанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.