Пирезидент трампниң йеңи таможна беҗини йолға қоюши хитайға еғир зәрбә бериду дәп қаралмақта

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.02.03

 Пирезидент доналд трампниң йеңи таможна беҗи, йәни америкиға келидиған барлиқ хитай маллиридин 10 пирсәнт таможна беҗини қошуп елиши хитайдин америкаға кириватқан фантанилниң миқдарини тизгинләш билән биргә, хитай иқтисадиға зәрбә бериду дәп қаралмақта. Шуниң билән бир вақитта, трампниң хитайдин келидиған һәр қандақ өч елишларға техиму юқири таможна беҗи билән қаршилиқ беридиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

 “ню-йорк вақти гезити” 3-феврал елан қилған хәвәрдә дейилишичә, пирезидент доналд трампниң америкиға келидиған барлиқ хитай маллиридин 10 пирсәнт таможна беҗини қошуп елиши америка-хитай содисида таможна беҗи елинидиған кийим-кечәк вә башқа мәһсулатларниң таможна беҗиниң кәчүрүм қилинишни чәкләйдикән. Шуниңдәк 800 долларғичә болған посулка (халта) ларниң бурунқидәк тәкшүрүлмәстин вә баҗ қоюлмастин америкаға киришигә йол қоюлмаслиқи хитай иқтисадий үчүн техиму еғир зәрбә болидикән.

 Йеқинда “иқтисадшунас” журнилида елан қилинған бир мақалидә, трампниң сайлам мәзгилидә хитай маллиридин кәм дегәндә 60 пирсәнт таможна беҗи елишқа вәдә қилғанлиқи, трамп ақсарайға киргәндин кейин болса, әгәр хитай, фәнтанилниң америкиға еқип киришиниң алдини алмиса хитай маллиридин үстиләп 10 пирсәнт баҗ алидиғанлиқи көрситилгән иди. Мақалидә, әгәр трамп дегәнлирини әмәлийләштүрсә хитай иқтисадий үчүн еғир зәрбә болидиғанлиқи, 2025-йилиниң хитай иқтисади үчүн мушәққәтлик йил болидиғанлиқи, әгәр хитай һөкүмити буниңға қарши тәдбир алмиса хитайниң иқтисадиниң ешиш сүритиниң 2.4 Пирсәнт төвәнләйдиғанлиқи тилға елинғаниди.

Доналд трамп алдинқи нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә хитайға қарши сода урушиниң пилтисини йеқип, хитайниң експорт мәһсулатлириға нәччә йүз милярд долларлиқ таможна беҗи қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.