Пирезидент доналд трамп хитай вә русийә билән ядро қораллирини қисқартиш һәққидә сөһбәтлишидикән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.14

Пирезидент доналд трамп дуня бойичә әң көп ядро қораллириға игә дөләтләрдин русийә билән хитайни сөһбәт үстилигә тәклип қилип, ядро қораллириниң дуняға болған тәһдитини азайтиш үчүн бу қоралларни қисқартиш һәм һәрбий чиқимларни азайтиш һәққидә сөһбәтлишидикән.

14-Феврал, “америка бирләшмә агентлиқи” ниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, пирезидент доналд трамп 2-айниң 13-күни пирезидент ишханисида мухбирларни күтүвалғанда қилған сөзидә, русийә вә хитай билән ядро қораллири мусабиқисини тохтитиш һәққидә сөһбәтлишидиғанлиқини, үч тәрәпниң бирдәк һалда ғайәт зор миқдардики һәрбий чиқимниң йеримини болсиму қисқартишқа қошулушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Пирезидент трамп американиң йеңидин қуруп чиқидиған ядро қорал мудапиәсигә нәччә йүз милярд доллар кетидиғанлиқини аңлап әпсусланған вә рәқиб дөләтләрдин ядро қоралға хәҗләйдиған пулини қисқартиш вәдисини елишқа тиришидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “биз йәнә ядро қораллири ясап немә қилимиз, қолимиздики қораллар йетип ашқичә бар. У дуняни 50 қетим, 100 қетим гумран қилишқа йетиду. Биз бу йәрдә йеңидин ядро қораллири ясисақ, улар у йәрдә давамлиқ ядро қораллири ясайду. Биз ядро қораллириға бәк җиқ пул хәҗливәттуқ, биз бу пулни башқа ишларға ишләтсәк болиду. Буниң қалтис үнүмлүк болидиғанлиқиға ишинимән һәм шуни үмид қилимән”.

Хәвәрдә дейилишичә, америка билән русийә 2-дуня урушидин буян ядро қораллириға әң көп игә болған дөләтләр һесаблансиму, пирезидент трамп хитайниң йеқинқи бәш-алтә йилдин бери ядро қораллирини тәрәққий қилдуруп, бу сәвийәгә йетишивалғанлиқини тәхмин қилған. Әгәр хитай яки русийә һәддидин ешип, бу қоралларни ишлитип қалса дуня йәр шари һалак болидикән. Пирезидент трамп биринчи қетим вәзипә өтигән мәзгилидә хитай билән ядро қораллирини қисқартиш һәққидә сөһбәтләшкән болсиму, русийә билән болған бәзи келишимлири түпәйлидин сөһбәтниң нәтиҗиси чиқмиған.

Пирезидент трампниң билдүрүшичә, у украина билән оттура шәрқ мәсилисини һәл қилип болғандин кейинла, хитай билән русийәни чақирип, ядро қораллирини қисқартиш, һәрбий чиқимларни азайтиш үстидә сөһбәтлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.