Президент трамп шималий корейәгә нисбәтән сәври тошқанлиқини билдүрди
2017.07.01
Америка президенти доналд трамп җүмә күни шималий корейәгә нисбәтән сәври тошқанлиқини билдүрди. У, бу сөзләрни җәнубий корейә президенти мун җаеин билән ақсарайда көрүшкәндин кейин елан қилған бирләшмә баянатида оттуриға қойди.
У мундақ деди: “шималий корейә билән болған истратегийилик сәври қилиш дәври мәғлуп болди. Сәмимий қилип ейтқанда сәвримиз тошти .”трамп йәнә мундақ деди: “шималий корейә диктаторилиқи өз хәлқи, қошна әл хәлқлириниң аманлиқи вә бихәтәрликини нәзәргә елипму қоймайду һәмдә улар инсанниң җенини һөрмәт қилмайду. Бу қайта- қайта испатланди.”
Президент трампниң бу сөзлири, америка һәрбий даирилириниң шималий корейәгә қаритилған һәрикәт пиланиға түзитиш киргүзгәнлики илгири сүрүлгән мәзгилгә тоғра кәлди.
С н н ниң хәвәр қилишичә, икки нәпәр юқири дәриҗилик америка һәрбий әмәлдарлири шималий корейәгә қаритилған инкасқа һәрбий күч қоллиниш маддисиниңму қошулғанлиқини, әгәр шималий корейә йәр асти ядро синиқи елип барса, бу пиланни америка президентиға сунидиғанлиқини ейтқан.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, пәйшәнбә күни вашингтондики бир тәтқиқат җәмийитидә сөз қилған америка дөләт хәвпсизлики мәслиһәтчиси һерберт раймонд мекмастер шундақ бир пилан барлиқини дәлиллигән. У мундақ дегән: биз мумкин болған барлиқ чариләрниң һәммисигә тәйяргәрлик көрүшимиз керәк. Чүнки президент шималий корейәниң америка вә америка хәлқини нишанға алалайдиған бир ядур күчигә игә болушиға йол қоймайдиғанлиқини наһайити ениқ билдүрди.”
Униң бу сөзлири җәнубий корейә президенти мунниң ақсарай зияритидин бир күн аввал оттуриға қоюлди. Мун ақсарайда елан қилған баянатида шималий корейәни агаһландуруп, шималий корейәдин келидиған тәһдит вә қутратқулуқларниң қаттиқ инкасларға дуч келидиғанлиқини билдүрди.У йәнә шималий корейәни ядро қорал мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш үчүн сөһбәт үстилигә келишкә чақирди.
Бу йил 10-май вәзипигә олтурған җәнубий корейә президенти мун җаеин 30-июн америка президенти доналд трамп билән сөһбәттә болған иди.