Хитай даирилири уйғур аптоном районида милләтләр ара “туғқанчилиқ” сияситини давамлиқ чоңқурлаштуридиғанлиқини билдүрди
Хитай даирилири 2017-йилдин бери уйғур аптоном районида кәң көләмлик йолға қоюп келиватқан “милләтләр иттипақлиқи туғқанчилиқ” сияситини техиму чоңқурлаштурушни тәләп қилди.
Бу тәләп уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң 31-май күни чақирилған кеңәйтилгән йиғинида оттуриға қоюлған.
Хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғур билән хитай арисидики “қошмақ туғқанчилиқ” ни алға сүрүш намида бир милйондин артуқ хитай әр кадирлирини уйғур аилилиригә орунлаштурған. Бу аилиләрниң нурғунлириниң аилә башлиқлири 2917-йили башланған тутқунда лагерларға қамалған иди.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң кеңәйтилгән йиғинида чен чүәңо сөз қилип, бу сиясәтни давамлиқ чоңқурлаштуридиғанлиқини билдүргән. “тәңритағ” ториниң хәвәр қилишичә, чен чүәңо: “партийәниң милләтләр сияситини омумйүзлүк изчиллаштуруп, миллий территорийәлик аптономийәни давамлаштуруш вә мукәммәләштүрүп, ‛милләтләр иттипақлиқи туғқанчилиқи‚ вә милләтләр иттипақлиқи бирләшмә паалийәтлирини күчәйтиш керәк шундақла һәр қайси милләтләрниң өз ара берип-келиши, алақиси вә қошулушини давамлиқ чоңқурлаштуруш керәк,” дегән.
Чен чүәңо йиғинда “туғқанчилиқ” вә “намратлиқтин қутқузуш” ни өз ичигә алған 9 нуқтилиқ хизмәт пиланини оттуриға қойған. Лекин диққәт қиларлиқ йери, у 9 нуқтилиқ мәзкур хизмәт пиланида “террорлуқ” вә “әсәбийлик” мәсилисини тилға алмиған. Һалбуки, хитай һөкүмити 3 милйондәк уйғурни лагерларға қамап, уйғурларниң тили, мәдәнийити, диний етиқади вә турмуш усулини чәкләһстә аталмиш “террорлуқ” вә “әсәбийлик” ни баһанә қилип кәлгән иди.