Америка һөкүмити уйғур қиз-чоканлириниң туғмас қиливетилишигә қарши тәдбир елишқа чақирилди
2020.07.04
Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики мәҗбурий йолға қоюватқан тәдбирлиридин қиз-чоканларни мәҗбурий туғмас қиливетиши хәлқараға көпләп мәлум болушқа әгишип, бу қилмишни “қирғинчилиқ” дәп аташ һәққидики чуқанлар тушмутуштин оттуриға чиқишқа башлиди. Буниң билән америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң бу қилмишиға қарита йеңидин җаза қоллиниш үчүн җиддий музакирә басқучиға кирди.
2-Июл күни америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитетиниң рәислиридин авам палата әзаси җеймис мәкговерн вә кеңәш палата әзаси марко рубйо америка ташқи ишлар министири майк помпейо вә америка малийә министири стивен минучинға бирләшмә мәктуп йоллиди. Бу мәктупта улар хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики қиз-чоканларни түрлүк теббий васитиләр арқилиқ мәҗбурий туғмас қиливетиш қилмишиға қарши күчлүк инкас қайтурушни җиддий тәләп қилди.
Бирләшмә мәктупта нөвәттә уйғурлар диярида мәҗбурий йосунда иҗра қилиниватқан уйғур қиз-чоканлирини туғмас қиливетиш тәдбирлириниң маһийәттә ғәрәзлик һалда уйғур аилилирини вәйран қилиш, уларниң мәдәнийәт вә диний етиқадини йоқ қилиштәк дәпсәндичилик қилмиш икәнлики алаһидә көрситилиш билән биргә америка һөкүмитидин бу мәсилигә қарита кәскин ипадә билдүрүш тәләп қилинди. Мәктупта “биз силәрниң бу йиргинчлик қилмишни әйибләп қоюш биләнла болди қилмастин, мушу қабаһәтлик җинайәткә җавабкар хитай әмәлдарлириға җаза қоллинишиңларни тәләп қилимиз” дейилиду. Шундақла америка һөкүмитини “бу вәһшиянә җинайәтләргә вә қирғинчилиқ қилмишлириға хитай һөкүмити җавабкар болуши лазимму-йоқ” дегән мәсилә һәққидә бир рәсмий қарар елишқа чақирди.
Бу мәктупта йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур нопусини контрол қилишиға биваситә ярдәмлишип, қиз-чоканларни туғмас қиливетишкә иштирак қилған хитай әмәлдарлириға вә хитай сәһийә тәшкилатлириға “йәр шари магентиски қануни” бойичә җаза қоллиниш, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики башқа дөләтләр билән бирликтә б д т ниң уйғурлар диярида иҗра болуватқан түрлүк сиясәтләрни тәкшүрүшини қолға кәлтүрүш, шундақла уйғурлар дияриға мәсул болғучи алаһидә мупәттиш бәлгиләш қатарлиқлар тәләп қилинди. Мәктупниң ахирида “уйғур қиз-чоканлириға қоллиниливатқан бу вәһшиянә тәдбирләргә даир дәлил-испатлар америка һөкүмити вә дуня җамаитидин күчлүк һәрикәткә өтүшни тәләп қилиду. Әмди буниңға қарши һәрикәт башлашниң пәйти кәлди” дейилиду.
Мәзкур бирләшмә мәктупқа америка авам вә кеңәш палата әзалиридин 76 киши имза қойған болуп, бу һазирғичә наһайити көп сандики дөләт мәҗлиси әзалири имза қойған бирләшмә мәктупларниң бири һесаблинидикән.