Хитай һөкүмитиниң диний җәһәттики тәқиблири туңганларғиму җиддий кеңәймәктә

Мухбиримиз әзиз
2019.05.21

Уйғурлар диярида әвҗ еливатқан “әсәбийликкә вә террорлуққа зәрбә бериш һәрикити” дә уйғурларниң диний етиқади изчил муһим һуҗум нишани болуп кәлгәниди.

Йеқинда бу хилдики диний зиянкәшликниң туңганлар райониға җиддий кеңийиватқанлиқи көп тәрәплимә шәкилдә мәлум болушқа башлиди.

“зимистан” журнилиниң мухбири гәнсудики бир туңган мәсчитиниң имами билән мәхсус сөһбәттә болғанда имам униңға мәсчитниң аллиқачан компартийәниң тәшвиқат мәркизи болуп қалғанлиқини сөзләп бәргән. Мәсчиттә қәрәллик һалда дөләт байриқи чиқирилидиған болуп, мәсчит тамлириға хитай компартийәсиниң тәшвиқатлири есилған.

Мухбирниң диққитини тартқан йәнә бир нуқта бу җайдики әрәбчә тил өгиниш паалийәтлири бирдәк чәкләнгән. Имамларниңму әрәбчә тил өгитиши мәни қилинған. Буниңға қошулуп йеқиндин буян гәнсу тәвәсидики моллиларға берилидиған гуваһнамиләрни шу кишиниң компартийәгә болған садиқлиқ дәриҗисигә қарап тарқитиш йолға қоюлғанлиқтин имамлиқ гуваһнамиси алғанларниң сани барғансери азлап маңмақта икән.

Имамниң мухбирға сөзләп беришичә, өткән бир йил ичидә ниңшядики көплигән мәсчитләрниң ай-юлтузлуқ қуббилири еливетилгән. Имам бу әһвал һәққидә сөз қиливетип: “әгәр ишлар мушу йосунда давам қилса биз маркисизимчилар ейтқан ‛дин һаман бир күни җәмийәттин ғайиб болиду‚ дегән һөкүмниң әмәлийитини көридиған охшаймиз” дегән.

Ниңшя университетиниң йеқинда рамизанда роза тутқан икки туңган оқуғучиға қаттиқ агаһландуруш җазаси бериш һәққидик қизил башлиқ һөҗҗитиму бу әһвални тәстиқлайду. Хитайдики туңган зиялийлиридин әнрән бу һәқтә сөз қилип: “бу хитайниң асасий қануниға пүтүнләй хилап болған қилмиш” дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.