Ройтерис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, түркийә “ортақ дүшмәнләргә тақабил туруш” үчүн қатарда һәрбий база тәсис қилмақчи болған. Бу һәрикәт икки дөләт оттурисида 2014 - йили имзаланған келишимниң бир қисми болуп, һазирқи муқимсизлиқ амиллири күнсери ешип бериватқан әһвалда зор әһмийәткә игә икән.
Хәвәрләрдә дейилишичә, түркийә билән қатар бирдәк “мусулманлар қериндашлиқи” ниң мисирдики паалийәтлиригә шундақла сүрийидики бәшәр әсәд һакимийитини ағдуруш һәрикитигә ярдәм бериватқан болуп, улар русийиниң әсәд күчлиригә һәмдәмдә болуватқанлиқини бирдәк әйибләп кәлгән иди.
Туркийәниң қатарда турушлуқ баш әлчиси әһмәд демироқниң ройтерс агентлиқиға бәргән учуриға қариғанда, бу түркийәниң оттура шәрқ әллиридики тунҗи һәрбий базиси болуп һесаблинидикән. Мәзкур йеңи һәрбий базиниң қачан тамам болидиғанлиқи намәлум болсиму, бу йеңи базиға 3000 түрк әскириниң җайлишидиғанлиқи қәйт қилинған.
Қатар дунядики әң бай дөләтләрниң бири болуп, америкиниң оттура шәрқтики әң чоң һава армийә базиси мушу йәргә җайлашқан икән.