Түркийәниң русийәниң һава мудапиә системисини сетивелиш сөһбити ахирқи басқучқа киргән
2017.04.22
Түркийә дөләт мудапиә министири фикир ишқниң җүмә күни ашкарилишичә, нөвәттә түркийәниң русийә билән S-400 типлиқ башқурулидиған бомба қалқан системиси үстидә елип бериватқан сөһбити ахирқи басқучқа киргән. Әмма у, бу һәқтә бирәр келишимниң һасил қилинидиған яки қилинмайдиғанлиқи һәққидә тохталмиған.
Түркийәдин чиқидиған “сабаһ” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу һәқтә тохталған ишқ әпәндим мундақ дегән: “рошәнки түркийә башқурулидиған бомба мудапиә системисиға еһтияҗлиқ. Әмма натоға әза башқа дөләтләр һазирғичә баһаси мувапиқ бирәр системини тәминләп бақмиди.”
У йәнә, русийә билән бу һәқтә өткүзүватқан сөһбәтниң ахирқи басқучқа келип қалғанлиқини билдүргән болсиму: “әмма бу дегәнлик келишимни әтила имзалаймиз, дегәнлик әмәс” дәп көрсәткән.
Түркийәниң русийәдин мәзкур системини сетивелиш хәвири бу йилниң бешида оттуриға чиққан. Әйни чағда шималий атлантик әһти тәшкилати- натоға әза түркийәниң русийәдин шундақ бир һәрбий техникини сетивелиши бәзи риқабәтләрни туғдуридиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Һалбуки, бу һәқтә тохталған ишқ әпәндим русийәдин сетивалидиған мудапиә системисини нато тәминлигән системилар билән арилаштурмайдиғанлиқини билдүргән.
Натоға әза әлләрниң русийәдин өз алдиға мудапиә әслиһәлирини сетивелишиға қарита бирәр чәклимә йоқ икән.
2015-Йили түркийә хитайдин 3 милярд 400 милйон доллар қиммитидики бир һава мудапиә қалқан системиси сетивелишни пилан қилған, әмма у намәлум сәвәбләр билән мәзкур пиланидин ваз кәчкән иди.
Түркийә бу нөвәт русийәдин сетивелишни пилан қиливатқан башқурулидиған бомба системиси содисиниң әмәлийлишидиған яки әмәлийләшмәйдиғанлиқи һазирчә намәлум.
Әгәр бу сода әмәлийләшсә бу, түркийә-русийә мудапиә мунасивәтлирини техиму қоюқлаштуридикән.