Лос анҗелис вақти гезити 600 нәпәр уйғур мусапирниң түркийигә орунлаштурулғанлиқини хәвәр қилди
2015.02.03
Америкида чиқидиған лос - анҗелис вақти гезити бүгүнки хәвиридә, 600 нәпәр уйғурниң йеқинда түркийигә келип орунлашқанлиқини билдүрди. Игилинишичә, көпинчилири бир аилә кишилиридин тәркип тапқан вә кичик балиларниму өз ичигә бу 600 киши түркийиниң қәйсири шәһиригә орунлаштурулған.
Хәвәрдә, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елида террорлуққа қарши күрәш нами астида йүргүзүватқан кәң көләмлик тутқун қилиш сиясити вә диний чәклимилири түпәйлидин уйғурларниң юрт - маканлирини ташлап сиртларға қечишқа мәҗбур болуватқанлиқи, түркийигә келип орунлашқан бу кишиләрниңму әнә шуларниң бир қисими икәнлики қәйт қилинған.
Мәзкур хәвәрдә йәнә, түркийидики алақидар кишиләрниң сөзи қәйт қилинип туруп, йеқиндин буян түркийигә қачақ йоллар арқилиқ келип орунлашқан уйғурларниң саниниң 7000 ға йетип барғанлиқи илгири сүрүлгән.