Рабийә қадир ханим “түркийә өзиниң қанун дөлити икәнликини дуняға намаян қилди” деди

Мухбиримиз ирадә
2017.01.19

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим түркийәдики рейна террорчисиниң тирик қолға чүшкәнлики мунасивити билән түрк сақчилирини тәбрикләп баянат елан қилди.

Уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ фондиниң тор бетидә елан қилинған баянатта рабийә ханим, түрк сақчилириниң 39 кишиниң җениға замин болған даиш террорчиси туруватқан өйгә бу террорчида қорал болуш вә өзини партлитиш хәвпигә қаримай туруп бөсүп кирип, террорчиға қорал ишләтмәй туруп уни бойсундуруп, тирик қолға чүшүрүшини “пәқәт бир маһарәт вә тәҗрибә мәсилиси әмәс, бәлки инсаний һәм қануний әхлақ мәсилиси” дәп көрсәтти.

У сөзидә, бу җасарәтниң хитайниң “террорлуққа қарши уруши”ниң дәрдини тартиватқан уйғурлар үчүн башқичә әһмийәтликликини әскәртип туруп “әгәр әсәнюрттики шу сәһнидә хитай сақчилири болған болса пүтүн бина қораллиқ сақчи вә танкилар билән қоршалған, сақчилар бина ичигә кирмәстин, өй ичигә бомба атқан яки аптоматта оққа тутқан болатти. Бүгүн шәрқий түркистанда болуватқини дәл шу хил әһвалдур” дегән.

Рабийә ханим баянатида, 2015-йили 11-айниң 14-күни, хитай қораллиқ қисимлириниң бир ғарда йошурунуп ятқан, қолида қорали болмиған, 56 күн қечип мадариму қалмиған, арисида аяллар вә балиларму болған бир гуруппа кишиләрни от чачар арқилиқ көйдүрүп өлтүргәндин кейин “28 террорчини пак-пакиз тазиливәттуқ” дәп тәнтәнә билән хәвәр бәргәнликини, техи мушу айниң 8-күни хитай даирилириниң йәнә намәлум бир вәқәгә четишлиқ 3 нәпәр террорчини етивәткәнликини хәвәр қилғанлиқини мисал кәлтүрүп, рейна террорчисиниң тирик қолға чүшүрүлүшини хитай сақчи қисимлириниң уйғур елидики вәқәләрни бир тәрәп қилиш усули билән селиштурма қилған вә “бу һәрикити арқилиқ түркийә дөлити өзиниң бир қанун дөлити икәнликини йәнә бир қетим дуняға намаян қилди” дегән.

Түркийә қораллиқ сақчилири йеңи йил кечиси рейна кулубиға аптомат билән бастуруп кирип 39 кишини оққа тутуп өлтүргән террорчи абдуқадир машарипофни истанбулниң әсәнюрт районидики бир бинада 16-‏январ күни тирик қолға чүшүргән иди. У қолға чүшкәндин кейин өзиниң җинайитини етирап қилған вә униң өзбекистанниң қоқан шәһиридин болғанлиқи айдиңлашқан иди. Буниң билән дәсләпки күнләрдә бу террорчиниң уйғур болуш еһтималлиқи һәққидә тарқалған хәвәрләрниңму ялғанлиқи мәлум болған. Рабийә қадир ханим баянати давамида бу мәсилиниму тилға елип, реина террорчисиниң тирик тутулуши вә униң уйғур әмәслики айдиңлашқандин кейин, бир қисим ахбарат васитилиридә, болупму хитай ахбаратлирида берилгән сахта хәвәрләрниң инкар болуп, хитай әмәлдарлириниң реина қәтлиамидин күткән пурсәтлирииниңму суға чүшкәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.