Түркийә сақчилири хитайға җасуслуқ қилғанлиқи илгири сүрүлгән алтә нәпәр гумандарни тутқун қилған
2024.02.20
Истанбулни мәркәз қилған уйғур тәшкилатлириға даир учурларни топлиғанлиқи вә уни хитай истихбарат органлириға йәткүзгәнлики илгири сүрүлгән алтә нәпәр гумандар, түркийә дөләт хәвпсизлики даирилири тәрипидин тутқун қилинған.
Инглиз тилида чиқидиған “назарәтчи” (Al-Monitor) гезитиниң хәвәр қилишичә, түркийә дөләт хәвпсизлики даирилириниң 20-феврал күни бирла вақитта елип барған тутқун оператсийәсидә түркийәдики ғоллуқ уйғур паалийәтчилири вә тәшкилатлириға даир “учурларни топлиған” алтә нәпәр гумандарниң тутқун қилинғанлиқи билдүрүлгән. Көзәткүчиләр, түркийә дөләт хәвпсизлик даирилириниң хитай истихбарат органлириға ишләйдиған җасуслуқ гумандарлирини ашкара тутқун қилиши аз көрүлидиған әһвал, дәп қаримақта. Түркийә “анатолийә агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, нөвәттә түркийә хәвпсизлик даирилири йәнә бир җасуслуқ гумандариниң из-дерикиниму җиддий қилмақта икән.
Түркийә-хитай мунасивәтлири өткән йили 5-айда әрдоғанниң қайта пирезидентлиққа сайлинишидин кейин, иҗабий бурулуш һасил қилған болсиму, лекин хитайниң уйғурларға тутқан муамилиси икки дөләт арисида изчил ихтилаптики мәсилә болуп кәлмәктә. Түркийә дөләт хәвпсизлик даирилириниң бу һәрикити, хитайниң түркийәдики уйғур муһаҗирлириға қарита чегра һалқиған бастурушни күчәйтип, уйғурлар үчүн җиддий бихәтәрлик тәһдити пәйда қиливатқан бир вақитта елип берилғанлиқи қәйт қилинмақта. Түркийәдики “24 телевизийә қанили” ниң хәвиридә билдүрүшичә, бу қетимқи хитай җасуслуқ гумандарлирини тутқун қилиш һәрикити истанбул җумһурийәт баш тәптишиниң террорлуқ вә тәшкиллик җинайәтләрни сүрүштүрүш башқармиси тәрипидин елип берилған.
Хәвәрдә, тутқунниң түркийә миллий истихбарат тәшкилати (MIT) тәминлигән учурларға асасән елип берилғанлиқи, бу учурларда хитай хәлқ җумһурийити истихбарат даирилири билән көрүшүп, түркийәдики шәрқий түркистан җамаәт әрбаблири, җәмийәтләр вә қурулушлар һәққидә учур топлиған йәттә гумандарниң байқалғанлиқи вә бу кишиләрни тутқун қилиш буйруқи берилгәнлики билдүрүлгән. Һалбуки, бу һәқтики хәвәрләрдә тутқун қилинған 6 гумандар вә из-дерики қилиниватқан йәнә бир гумандарниң исми вә кимлики һәққидә һечқандақ учур берилмигән.