“вал стрет журнили” гезити: хитайниң түркийәдики тәсири уйғурларда әндишә қозғиған

Мухбиримиз әркин
2021.02.01

“вал стрет журнили” гезити 1-феврал хәвәр берип, хитайниң түркийәдики тәсириниң уйғурларда әндишә қозғиғанлиқи, қолға елишниң көпийиши, өткүзүп бериш келишими вә бейҗиң билән болған дипломатик мунасивәтниң күчийиши уйғурларда түркийәгә болған ишәнчини азайтқанлиқини билдүрди. Хәвәрдә ейтилишичә, түркийә нурғун йиллардин бери сиясий, диний зиянкәшликкә учриған уйғурларниң “панаһгаһи” болуп кәлгән болсиму, бирақ йеқинқи қолға елишлар вә хитай билән имзаланған өткүзүп бериш келишими нурғун кишиләрдә түркийә әмди “панаһгаһ әмәс” дегән әндишини қозғиған.

Хәвәрдә, адвокатларниң уйғурларни террорлуққа четип тутқун қилиши бир қанчә йилдин бери изчил йүз берип турған болсиму, бирақ униң йеқинқи айларда күчәйгәнликини билдүргәнлики, әң йеқинқи тутқунниң 18-январ йүз бәргәнлики, истанбул сақчисиниң 3 нәпәр уйғурни тутқун қилғанлиқи тәкитләнгән. Хәвәрдә, уйғур тутқуни абдулла мәйсәйдиниң аяли мәликәниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, униң “һәммимиз сарасимға чүштуқ”, “кечиси ухлиялмайватимиз” дегәнлики билдүрүлгән.

Хәвәрдә, сақчиларниң абдулла мәйсәйдини “террорлуқ” билән әйиблигәнлики, бир сақчиниң мәликәгә ерини “хитайға қарши паалийәт қилған” дегәнлики тәкитләнгән. “вал стрет журнили” гезитиниң бу хәвири түркийәдики “ийи”, “келәчәк”, “саадәт” қатарлиқ партийәләр әрдоған һөкүмити вә униң қоллиғучиси болған м һ п ни хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүшигә сүкүт қилиш вә түркийәдики сол сиясий партийә- “вәтән партийәси” ниң уйғурларни террорлуққа бағлап һуҗум қилишиға сәһнә һазирлап беришини қаттиқ тәнқид қиливатқан мәзгилдә елан қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.