Турпан астанидин тепилған таш чәмбәрлириниң сири йешилди

Мухбиримиз әркин
2015.04.03


Археологлар 2003 - йили турпан астанида тепилған 200 дәк таш чәмбәр вә тик төт булуңлуқ шәкилләрниң сирини йәшкән. Америка “хуффиңтон почта гезити”ниң йеқинда хәвәр қилишичә, археологлар мәзкур чәмбәр вә тик төт булуңлуқ шәкилләрниң буниңдин 4500 йил бурун ясалған қуяшқа чоқунғучи йәрлик чарвичи хәлқләрниң қурбанлиқ қилиш орни икәнликини илгири сүргән.

Хитай археологи лю әнго хитай ахбаратиға бәргән мәлуматида, бу хил қурбанлиқ орунлириниң пүткул оттура асияда тепилидиғанлиқини билдүргән. Бристол университетиниң археологи волкер хейдниң қәйт қилишичә, буниңға охшаш чәмбәр шәкиллик қурбанлиқ орунлири охшашла моңғулийәдә бар икән. Археолог хейд, униң вақти буниңдин 4500 йил аввалқи дәврләргә қәдәр йетип бариду, дегән.

Хитай ахбарати, археологларниң мәзкур шәкилләрни 2003 - йили байқиғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ йәрлик аһалә бу шәкилләрни бурундинла биләтти. 2003 - Йилдин кейин бәзиләр бу қурбанлиқ орунлириниң астида қәбрә барлиқидин гуман қилип, қезиш елип барған болсиму, бирақ қәбрә тепилған. Бу җәрянда, йәрлик һөкүмәт қезиш елип беришни чәклигән.

Уйғурлар исламийәтни қобул қилип, һидайәткә еришиштин хели узун йиллар аввал шаман диниға етиқад қилған. Шаман етиқадида қуяш “худа” дәп қарилип, һәрйили униңға қурбанлиқ қилиш адити узун йиллар давам қилған. Бәзи анализчилар, уйғурларниң һидайәт йолиға маңғиниға 1000 йил болған болсиму, бирақ уйғурлардики бәзи адәтләрниң шаман етиқадидин қалғанлиқини қәйт қилишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.