Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети хитай һөкүмитидин тутқун хәлчәм пазилни қоюп беришни тәләп қилди
2024.01.16
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети 15-январ күни“X” тори, йәни бурунқи твиттерда чақириқ елан қилип, хитай һөкүмитини корлалиқ тутқунлардин 78 яшлиқ хәлчәм пазилни қоюп беришкә чақирған.
2022-Йили 1-айда мухбиримиз корладики алақидар органларға қарита елип барған ениқлишида, 78 яшлиқ хәлчәм пазилниң хитай һөкүмити тәрипидин “җамаәт тәртипини қалаймиқан қилиш” билән әйиблинип, 17 йиллиқ кесиветилгәнликини, униң санҗи аяллар түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини дәлиллигән. Мәлум болушичә, әйни вақитта бир аилидин хәлчәм пазилни өз ичигә алған 5 аялға еғир җаза берилгән. Сотниң һөкүмнамисидә, “миллий кәмситишкә қутратқулуқ қилиш”, “топлишип җамаәт тәртипини бузуш” дегәнләр билән әйибләнгән хәлчәм пазилниң, аталмиш бу“җинайәтлири” гә униң “қанунсиз бир тәблиғгә қатнишиши”, “тәблиғгә қанунсиз сорун һазирлап бериши” пакит қилип көрситилгәниди.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети X та елан қилған чақириқида: “хәлчәм пазил аилә әзалири билән йиғилип, аилә турмуши вә ислам һәққидә сөһбәт елип барғанлиқи үчүн қамаққа һөкүм қилинған 17 йилни түгитип чиқса, 92 яшқа кириду. Хитай хәлқ җумһурийитигә диний етиқади вә миллити сәвәбидин тутқун қилинған барлиқ уйғурларни қоюп бериши үчүн бесим қилиниши керәк” дейилгән. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң бу чақириқи б д т кишилик һоқуқ кеңиши 23-январдин башлап хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик көрүп чиқидиған бир пәйттә елан қилинған. Санҗи аяллар түрмисидики хадимларниң мухбиримизға ашкарилишичә, нөвәттә хәлчәм пазил санҗи аяллар түрмисиниң 4-әтритидә җаза муддитини өтимәктикән.
Вәқәдин хәвәрдар затларниң мухбиримизға бәргән учуридин йәттә пәрзәнтниң аниси болған хәлчәм пазилниң 2015- яки 2016-йиллири түркийәгә кәлгәнлики вә мәккигә берип һәҗ қилип қайтқанлиқи мәлум. Лекин униң 17 йиллиқ кесилишидә, чәтәл сәпириниң тәсири бар-йоқлуқи һазирчә мәлум әмәс.