Бейҗиңда тирикчилик қиливатқан уйғурлар тәкшүрүш обйектиға айланған
2013.11.06
“уйғурбиз” ниң хәвәр қилишичә, тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин бейҗиңда тирикчилик қиливатқан уйғурлар тәкшүрүш обйектиға айланған. Уларниң күн алмиқи техиму тәсләшкән.
Хәвәрдә шу хил қисмәткә йолуққан навай мәмәттурсунниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, 28-өктәбирдики һуҗумдин кейин даириләр униң навайханисини тақивәткән. Кейин у иҗаригә елип олтурған өйидин һәйдәлгән.
Мәлум болушичә, мәмәттурсун 2012-йили декабирдин буян бейҗиңда тирикчилик қилишқа башлиған болуп, у, бу җәрянда һәрхил қийинчилиқларға йолуққан.
Уйғур бизниң хәвәр қилишичә,у юқириқидәк әһвалға йолуққандин кейин, сақчи орунлириға берип шикайәт қилған. Сақчилар “пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла униң бейҗиңда турушиға йол йоқлуқи” ни билдүрүшкән.
28-Өктәбирдики һуҗумдин кейин, бу хил әһвалға йолуққан уйғурлар көп икән.
28-Өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. Даириләр һуҗумчиларниң осман һәсән қатарлиқ бир аилә кишилири икәнликини билдүргән.