Тйәнәнмеин анилири очуқ хәт елан қилип, хитай рәһбири ши җинпиңни тәнқид қилди
2013.05.31
1889-Йили тйәнәнмеин вәқәсидә уруқ-туғқанлири хитай қораллиқ күчлири тәрипидин бастурулған 100 дин артуқ киши җүмә күни очуқ хәт елан қилип, хитай компартийә рәһбири ши җинпиңни қаттиқ тәнқид қилған.
Чәтәлдики бир хитай кишилик һоқуқ тор бетидә елан қилинған очуқ хәттә, ши җинпиңни “һәқиқий ислаһатчи әмәс, дәп әйиблигән. Мәзкур очуқ тйәнәнмеин оқуғучилар демократийә һәрикити бастурулған “4-июн вәқәси” ниң 24 йиллиқ хатирә күни йетип келиш һарписида елан қилинған.
Очуқ хәттә йәнә, ши җинпиң һоқуқни өткүзүвалғандин кейин, хитайниң арқиға чекинип кәткәнлики илгири сүрүлүп: вәһаләнки, биз зор қәдәм билән мав зедоң идийисигә қарап чекиниш әһвалини көрдуқ. Бу ши җинпиңниң ислаһат елип баридиғанлиқиға үмид бағлиған кишиләрни үмидсизлик вә чарисизлиққа муптила қилди, дәп көрсәткән.
Тйәнәнмеин вәқәси йүз берип 24 йил өткән болсиму, бирақ хитай һөкүмити тйәнәнмеин һәрикитини ақлашни изчил рәт қилип кәлгән. Очуқ хәттә, өзлириниң барлиқ тиришчанлиқи һечқандақ үнүм бәрмигәнлики, һөкүмәтниң буниңға һечқандақ җаваб қайтурмиғанлиқи әскәртилип, бирақ “4-июл вәқәси” гә қайта баһа берилип, зиянкәшликкә учриғанларниң роһи хатирҗәм қилинмиғучә, өзлириниң бу йолдин қайтмайдиғанлиқини билдүргән.