Учур техникиси бойичә хитайға он нәччә йил җасуслуқ қилған хитай қолға елинди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.07.26

MSN Хәвәр агентлиқиниң 25-июлдики хәвиридә ейтилишичә, 2012-йилидин буян учур техникиси (IT) саһәси бойичә хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилип кәлгән америка пуқраси ли пиң филорида иштатида қолға елинған.

Қолға елиш буйруқида ейтилишичә, ли пиң исимлик бу хитай узун йиллардин буян хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң җасуси болуп ишлигән. Униң җасуслуқ җинайәтлири ичидә әң чоңи униң хизмәт қолайлиқидин пайдилинип америка тәвәсидики диний етиқад саһәсигә мәнсуп һәрикәтләр, җүмлидин фалүнгуң муритлириға даир ғайәт зор миқдардики учурларни хитай һөкүмитигә йоллап бәргәнлики болған. Шу қатарда хитай һөкүмитиниң тәлипигә бинаән америка тор саһәсигә қилинидиған һуҗумға қолайлиқ яритидиған учурларни, хитайдин америка тәвәсигә қечип беривалған шәхсләрниң хусусий учурлириниму көпләп топлиған һәмдә хитайға йоллап бәргән.

Америка әдлийә министирлиқиниң баянатчиси бу һәқтә сөз қилип: “ли пиң 2012-йилидин башлап хитай җ х министирлиқиниң тәлипи бойичә хитай һөкүмити қизиққан даиридики учурларни уларға йәткүзүп бәргән. Шуниңдәк хитай җ х министирлиқиниң хадимлири билән учришиш үчүн көп қетим хитайға барған” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити узундин буян америка пуқралири һәмдә америка тәвәсидики хитайларни өз мәнпәәтигә хизмәт қилдуруш үчүн җасуслуққа яллап кәлгән болуп, һәр йили дегүдәк бирнәччисиниң паш болуп келиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.