UHRP Ниң йеңи доклати уйғур дияридики “саяһәтчилик” ниң маһийитини паш қилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.01.17

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқни йошуруш урунушлириниң бири “саяһәтчилик” паалийити болуп, бу арқилиқ бу җайдики “бәхтияр вә инақ” җәмийәт картинисини дуняға сунуп кәлгәниди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) 17-январ күни елан қилған бу һәқтики мәхсус доклат хитай һөкүмитиниң бу қилмишиға йошурунған барлиқ мәқсәтлирини толуқ паш қилди.

Доклатта явропадики 18 дөләтниң саяһәт ширкәтлири тәшкиллигән өмәкләрниң паалийити қамчилинип: “бу ‍өмәкләр ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр садир болуватқан шәрқий түркистанға саяһәт қилдурушни баһанә қилип, өзлириниң янчуқини томлимақта, шуниңдәк қирғинчилиқтин мәнпәәт алмақта. Биз бу қилмишни тездин тохтитишни тәләп қилимиз” дейилиду.

Доклатта көрситилишичә, австралийә, америка вә әнглийәдики бәш саяһәт ширкитиму 2023-йили уйғур дияриға саяһәт өмәклирини елип барған һәмдә буниңдин муәййән санда иқтисадий мәнпәәткә еришкән. Доклатта мушу әһваллар алаһидә әскәртилип “биз шәрқий түркистанға саяһәткә беришни мәни қилиш лазим, дәватқинимиз йоқ. Бәлки саяһәт өмәклирини бу районға қаритилған саяһәтни тәшкиллимәсликкә дәвәт қиливатимиз” дейилиду.

Мәлум болушичә, уйғур дияриға барған һәрқандақ саяһәтчиниң һәрқандақ паалийити изчил хитай һөкүмитиниң контроллуқида болуп, уларниң йәрлик хәлқ болған уйғурлар билән сөзлишиши яки улардин әһвал игилиши мумкин әмәс икән. Шуңа улар пәқәт алдин орунлаштурулған сахта мәнзириләрни көрүп қайтип кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.