Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши: “җов байден оттура асия җумһурийәтлири рәһбәрлиригә уйғурлар һәққидә бесим қилиши лазим!”
2023.09.20
Вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати 19-сентәбир күни баянат елан қилип, америка пирезиденти җов байденни оттура асия җумһурийәтлири рәһбәрлири билән болған сөһбәттә, уйғур қирғинчилиқи вә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилирини дипломатийә нуқтисидин оттуриға қоюшқа чақирди.
Мәзкур тәшкилатниң тор бетидә елан қилинған баянатта көрситилишичә, җов байден 19-сентәбир күни қазақистан, өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә түркмәнистан рәһбәрлири билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни яндашма паалийәтлири җәрянида көрүшидиған болғачқа, бу баянат елан қилинған. Баянатта уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанатниң “оттура асия райони уйғурлар зиянкәшликкә учрайдиған җай әмәс, әксичә уларниң панаһлиқ макани болуши лазим. Пирезидент байден уйғурларға қарши давам қиливатқан қирғинчилиқниң қурбанлири үчүн сөз қилиш арқилиқ, уларниң әһвалида өзгириш ясиялайду” дегән сөзлири орун алған.
Баянатта көрситилишичә, хитайниң оттура асия районидики, болупму қазақистан вә өзбекистандики чегра һалқиған зулумлири әмәлийәттә аллиқачан бу җумһурийәтләрниң игилик һоқуқи үчүн еғир тәһдитләрни пәйда қиливатқанлиқи мәлум. Бу дөләтләр болса хитай билән болған мунасивитини техиму қоюқлаштуруватқанлиқи үчүн, уйғур дияридики қирғинчилиқтин қечип чиққан кишиләрниң һаяти бу җайларда еғир тәһдитләргә дуч келишкә башлиған.
Техиму муһими “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” (SCO) ниң даимлиқ әзалиридин болған оттура асия җумһурийәтлири билән хитай оттурисида сөз әркинликини чәкләш вә һәрқандақ бир әза дөләт үчүн тәһдит, дәп қаралғанлиқи кишини көздин йоқитиш һәққидә өзара келишим имзаланған. Баянатта мушу әһваллар алаһидә әскәртилиш билән биргә париждики “хәлқара кишилик һоқуқ федератсийәси” (FIDH) ниң сөзидин нәқил елинип, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш машиниси икәнлики йәнә бир қетим тәкитләнди.