Уйғур елидики ул муәссәсә қурулуши тездин кеңәйтилмәктә
2024.08.27
Хитай башқурушидики “шинхуа тори” ниң 27-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, шиниң-йәкән-али (Ngari) һава йоли қатниши рәсмий ечилған һәмдә ишқа кириштүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, тибәт һава йоллири ширкити бу линийәдики учушқа мәсул болуп, һәптисигә икки қетим айропилан қатнайдикән.
Хитайчә хәвәрдә бу йеңи һава йолиниң “он икки муқамниң бөшүки” дәп атилидиған йәкән билән “дуняниң өгзиси” дәп атилидиған алий районини туташтуридиған васитигә айланғанлиқи мәдһийәләнгән. Шуниң билән биргә бу йеңи һава йолиниң районлар ара алақини күчәйтиш, милләтләр иттипақини күчәйтиш вә иқтисадий тәрәққиятни алға сүрүштә актип рол ойнайдиғанлиқи әскәртилгән.
Уйғур елидики бу хил асаслиқ һул муәссәсә қурулушлиридин голмуд-корла төмүрйолини өзгәртип ясаш қурулушиму 26-авғуст күни тамамланған. Буниң билән 2020-йили 12-айда пүтүп ишқа кириштүрүлгән бу йеңи төмүр йол линийәсигә йеңидин 28 бекәт қошулған. Йеңидин қошулған бу бекәтләрниң адәмсиз чөл-җәзириләрдә ясилиши бу җайларниң аллиқачан хитай көчмәнлири маканлишип болған йеңи районға айланғанлиқи яки йүк тошуш еһтияҗини чиқиш нуқтиси қилғанлиқи һәққидә түрлүк тәхминләр оттуриға чиқишиға сәвәб болмақта.
Мәлум болушичә, бу төмүр йол линийәси уйғур елини хитай өлкилиригә бағлайдиған “ләнҗу-шинҗаң төмүр йоли” вә “линхе-қумул төмүр йоли” дин кейинки үчинчи ғол төмүр йоли һесаблинидикән. Хәвәрдә бу қетимқи кеңәйтилгән төмүр йол қурулуши һәққидә тохтилип “бу линийәниң ахирқи һесабта тамамлиниши нөвәттики йүк тошуш миқдарини йилиға 33 милйон тоннидин ашуриду” дегән.
Хитайчә материялларда ейтилишичә, тарим вадисидики һәрқайси районлардин хитай өлкилиригә йөткилидиған маддий әшяларниң 95 пирсәнти мәзкур төмүр йол арқилиқ тошулидикән. Тарихшунас паллави дас (Pallavi V. Das) Ниң “мустәмликичилик, тәрәққият вә муһит” намлиқ әсиридә көрситилишичә, дуня тарихидики мустәмликичилик һәрикәтлири бирдәк төмүр йол қурулушиға алаһидә әһмийәт бәргән болуп, байлиқларниң талан-тараҗ қилиниши вә йөткилишидә төмүрйол ачқучлуқ рол ойнап кәлгән.