Америка хитайниң тәсиригә тақабил туруш үчүн Unesco ға қайта әза болушни қарар қилған
2023.06.12
Б д т ниң мәдәнийәт вә илим-пән тәшкилати (Unesco) дүшәнбә күни йәни 12-июн американиң мәзкур б д т мәдәнийәт вә илим-пән тәшкилатиға қайта әза болушни қарар қилғанлиқини вә 600 милйон доллардин артуқ әзалиқ бәдили төләйдиғанлиқини елан қилған. Хәвәрләрдә, пәләстинни бу тәшкилатқа әзалиққа қобул қилиш һәрикити кәлтүрүп чқарған он нәччә йиллиқ талаш-тартиштин кейин американиң бу хәлқаралиқ органға қайтип келишни қарар қилғанлиқи билдүрүлмәктә. Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, америка әмәлдарлири американиң бу тәшкилатқа қайтип келишигә америка бу тәшкилаттин айрилғандин кейин пәйда болған бошлуқни хитайниң толдурушқа башлиғанлиқиға болған әндишиси түрткә болғанлиқини ейтқан.
Америка Unesco ға қайта әза болушни чәтәл тәтқиқат орунлири вә америкадики уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири Unesco дин хитайниң уйғур мәдәнийитини чәкләш, уйғурларни хитайлаштуруш һәрикитини “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп етирап қилишни, уйғурлар учраватқан “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ни Unesco ниң бу йил күздә ечилидиған йиллиқ йиғинида музакиригә қоюшни тәләп қиливатқан бир вақитта қарар қилған. Ишханиси вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу йил 2-айда елан қилған бир доклатида Unesco ни хитайниң уйғурларни бастуруши, уйғур мәдәнийәт мираслириға бузғунчилиқ қилишини ақлаш билән әйиблигәниди.
Бирләшмә агентлиқниң билдүрүшичә, американиң Unesco ға қайтип келиш қарари 12-июн елан қилинғанда Unesco ниң париждики баш штабида зор алқишқа еришкән. Америка Unesco ға әң көп бәдәл пули төләйдиған дөләт болуп, америка билән исраилийә 2011-йили пәләстинни Unesco ға әзалиққа қобул қилиш авазға қоюлғанда бәдәл пули төләшни тохтатқан. 2017-Йили сабиқ трамп һөкүмити Unesco дин чекинип чиқишни қарар қилған. Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, американиң ярдәмчи ташқи ишлар министири җон бас бу йил 3-айда американиң Unesco да болмаслиқи хитайни күчәйтип, американиң “әркин дуня тәсәввурини илгири сүрүштә үнүмлүк болуш иқтидарини аҗизлатқанлиқи” ни ейтқан.