Уйғур райони ахбарат елан қилип, үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрниң һаваси нормал икәнликини илгири сүрди

Мухбиримиз әркин
2017.06.02

Уйғур аптоном районлуқ муһит қоғдаш назарити2‏-июн ахбарат елан қилип, районниң  2016‏-йилдики омумий муһит әһвали муқимлиқни сақлиғанлиқини вә нисби яхшилинишқа қарап маңғанлиқини билдүргән.

Муһит қоғдаш назаритиниң илгири сүрүшичә,  2016‏-йили уйғур аптоном районидики 19 шәһәрниң бир йил ичидики яхши сүпәтлик һава күн сани 67 % гә йәткән. Үрүмчиниң     2016‏-йилдики яхши сүпәтлик һава күн сани 246 күн болуп, өткән йилқидин 2 % яхшиланған.

“тәңритағ” ториниң хәвиридә, уйғур аптоном районидики 19 шәһәр ичидә алтай, қаримай вә чөчәкниң һава сөпити әң яхши болуп, хитайниң  2‏-дәриҗилик мәмликәтлик һава сүпити өлчимигә йәткәнликини билдүргән.

Бирақ, даириләр  2 ‏-июн чақирған ахбарат йиғинида, һаваниң тәркибидики MP10  вә MP2 намлиқ зәһәрлик маддиларниң һәр бир купметир һава тәркибидики миқдари һәққидә һечқандақ учур бәрмигән. “җәнубий җуңго әтигәнлик гезити”ниң хәвәр  қилишичә, хәлқара йешил тинчлиқ тәшкилати 2016‏-йилниң дәсләпки чарикидә елип барған тәкшүрүшидә хитайдики һаваси әң еғир булғанған  10 шәһәрниң 6 си уйғур районида икәнликини елан қилған. Хәвәрдә, йешил тинчлиқ тәшкилатиниң доклатини нәқил кәлтүрүп, уйғур районида һәр купметир һаваниң тәркибидики MP2.5 Намлиқ ушақ маддиниң миқдари   100микрограмдин ешип кетидиғанлиқини, буниң дуня сәһийә тәшкилати бихәтәрлик өлчимидин 10 һәссә артуқ икәнликини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.