Үрүмчи от апити паҗиәсиниң бир йиллиқи түрлүк шәкилләрдә хатириләнди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.11.27

Өткән йили 24-ноябир күни үрүмчидики бир аилиликләр бинасида йүз бәргән от апитигә бир йил толған хатирә мәзгилидә, бу ечинишлиқ паҗиә түрлүк шәкилләрдә хатириләнди. Муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири билән уйғур җамаити хәлқара җәмийәттин әң зор тиришчанлиқ көрситип, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишни; уйғурлар дуч келиватқан түрлүк паҗиәләрниң алдини елишни тәләп қилди.

24-Ноябир күни дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим башчилиқидики бир гуруппа кишиләр лондондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, хитайниң мәзкур паҗиәгә җаваб беришни тәләп қилған. Бу намайишқа әнглийәдики “уйғурларни қоллаш һәрикити” дәп аталған оқуғучилар гурупписиму иштирак қилған. Улар хитай һөкүмитидин от апитидә зиянкәшликкә учриғучиларға аит һәқиқий рәқәмләрни елан қилишни, шундақла хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини дәрчал аяғлаштурушини тәләп қилған.

Аз дегәндә 44 кишиниң һаятиға замин болған бу паҗиәлик от апитиниң бир йиллиқ хатирә күнидә йәнә канададики йес фиранчос бләнчәт (Yves-François Blanchet), алекс брунел дусәппи (Alexis Brunelle-Duceppe) вә генус гарнет (Garnett Genuis) қатарлиқ парламент әзалириму дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса билән бирликтә бу күнни хатирилигән. Канада парламент әзаси гарнет әпәнди уйғур допписи кийип, ақ қәғәз көтүргән бир парчә рәсими билән “X”, йәни илгирики тивиттерға йоллиған инкасида “хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ ковид юқуми сәвәб болған вә аз дегәндә 40 тин ошуқ кишиниң җениға замин болған бу паҗиәгә аит һәқиқий рәқәмниң һелиһәм һөкүмәт тәрипидин ашкариланмиғанлиқи” ни оттуриға қойған. У йәнә шу қетимлиқ от апити паҗиәсидин кейин ақ қәғәз намайиши йүз бәргәнликиниму тилға алған; 19 яшлиқ уйғур оқуғучи камилә ваһитниң дәл шу ақ қәғәз намайишиниң көрүнүшлирини һәмбәһирлигәнлики үчүнла түрмигә ташланғанлиқини әскәрткән. У йәнә “бүгүн биз бу зулум сәвәб болған паҗиәдә һаятидин айрилған бигунаһ кишиләр үчүн қайғурмақтимиз вә уларни әслимәктимиз. Биз ши җинпиңниң мустәбит коммунист һакимийитигә қарши турғучилар билән бир сәптә туримиз” дегән.

Хитай һөкүмити 2022-йили 24-ноябир күни үрүмчидә чекидин ашқан ковид қамали йүргүзүватқан мәзгилдә йүз бәргән бу от апитидә 10 кишиниң һаятидин айрилғанлиқини елан қилған болсиму, бирақ радийомизниң ениқлишида вәқәдә аз дегәндә 44 кишиниң һаятидин айрилғанлиқи мәлум болған иди. Игилинишичә, хитай даирилири мәзкур паҗиәгә аит тәпсилий учурларни җәмийәткила әмәс, бәлки зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабиатлириғиму билдүрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.