Хитай үрүмчидә “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намлиқ хәлқаралиқ йиғин чақирған
2024.10.14
Уйғурларға мунасивәтлик тәшвиқатта һәм ғәрб әллиридики демократик сайламға қол тиқишта, сүний әқилдин пайдилиниш билән әйиблиниватқан хитай, уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намлиқ хәлқаралиқ йиғин чақирған. Шинхуа агентлиқиниң 14-өктәбир бәргән хәвиридә, бу йиғинниң 13-өктәбирдин 17-өктәбиргичә үрүмчи билән бейҗиңда өткүзүлидиғанлиқи, йиғинни шинхуа агентлиқи билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң бирлишип чақирғанлиқи қәйт қилинмақта. Мәлум болушичә, бу йиғин хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин кейин уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш вә “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида кәң көләмлик мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйиблинишигә қарши “шинҗаңниң иҗабий образи” ни йейиш һәрикити қозғиғандин бери, уйғур елидә чақирған әң зор көләмлик хәлқара ахбарат йиғини һесаблинидикән.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә, 6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғининиң “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” дегән темидики бу қетимлиқ йиғиниға 106 дөләттин 500 кишиниң қатнашқанлиқи, уларниң 208 ахбарат орниға вәкиллик қилидиғанлиқи қәйт қилинмақта. “хитай күндилик хәвәрлири” гезитиниң билдүрүшичә, “йиғин сүний әқилниң тәрәққияти, униң дуня ахбарат саһәсигә елип кәлгән пурсити вә хириси, техника инқилабиниң йеңи долқуни вә санаәт өзгиришидә ахбаратниң роли һәм мәсулийити, шундақла йәр шари заманивилишишиниң дуняви тәрәққият һекайисини қандақ үнүмлүк сөзләш” ни музакирә қилидикән.
Һалбуки, бу тема америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши, уйғурларни бастурушта сүний әқил техникисидин пайдилиниш билән әйиблишигә қарита, хитай һөкүмити хәлқараға “шинҗаң һекайиси” ни үнүмлүк сөзләшни кәң қанат яйдуруватқан бир пәйттә, бу йиғинниң музакирә темиси болуши диққәт қозғимақта. “хитай күндилик хәвәрлири” ниң билдүрүшичә, йиғин 14-өктәбир “үрүмчи ахбарати” ни елан қилип, “сүний әқилни башқурушниң инсанийәт тәқдири үчүн интайин муһим” икәнлики тәкитләнгән.