Үрүмчидики хәлқаралиқ сәнәт көрикидә йәнә бир қетим хитай тәшвиқати базарға селинди
2024.07.30
Хитай башқурушидики “хитай хәвәрлири тори” ниң 29-июлдики хәвиридә ейтилишичә, “4-нөвәтлик шинҗаң сәнәт көрики” намлиқ паалийәт алдинқи күни үрүмчи шәһиридә башланған. Паалийәткә италийә, германийә, қазақистан қатарлиқ 14 дөләттин кәлгән сәнәткарлар иштирак қилип, өзлириниң рәссамлиқ, һәйкәлтирашлиқ, вәсиқә тәтқиқати қатарлиқ саһәләрдики әң йеңи әсәрлирини көргәзмә қилған.
“шинҗаңниң бир әсирлик сәнәт тәрәққияти вә нөвәттики сәнитигә нәзәр” дәп мавзу қоюлған бу көрәкниң ечилиши һәққидә сөз болғанда хәвәрдә алаһидә қилип “бу көрәк ‛бир бәлбағ бир йол қурулуши‚ ниң оңушлуқ әмәлгә ешишини алға силҗитипла қалмастин йәнә ‛шинҗаң бир яхши җай‚ дәйдиған чүшәнчини техиму күчәйтиду” дейилиду. Бу һал бу қетимқи сәнәт көрикиниң баш лайиһәлигүчиси, бейҗиңдики мәркизи сәнәт институтиниң пирофессори җаң зикаңниң бу һәқтә қилған сөзлиридиму алаһидә әкс етиду. У бу һәқтә тохтилип: “бу қетимқи көрәкниң алдинқи үч қетимлиқ көрәктин әң чоң пәрқи шуки, бу қетим биз шинҗаңниң нөвәттики тәрәққиятини әң зор дәриҗидә әкс әттүрүп бәрдуқ” дегән. Қазақистандин кәлгән үч сәнәткарниң бири, қазақистан дөләтлик сәнәт музейиниң директори җумабекова гүлайим (Zhumabekova Gulayim) болса буни алаһидә тәрипләп: “бу көрәк арқилиқ хитай-қазақистан достлуқиниң йеңи сәһиписи яритилиду” дегән. Буларниң һәммиси бу қетимқи көрәкниң сиясий тәшвиқат характери униң сәнәт характеридин көп дәриҗидә ешип кәткәнликини көрситип бәргән.
Хитай һөкүмити уйғур елидә йиллардин буян давам қилип келиватқан ирқий қирғинчилиқта уйғурларниң әсирләр бойи мәвҗут болуп кәлгән, шуниңдәк шәрқ дунясидики мәдәнийәт мувәппәқийәтлириниң гүлтаҗи болған сәнәт дурданилирини “уйғурлардики қалақлиқни түгитиш вә уларни мәдәнийәт билән озуқландуруш” намида вәйран қиливәткәнлики мәлум. Хитай һөкүмитиниң бу хил мәҗбурий ассимилятсийәни нишан қилған бузғунчилиқ қилмишлири хәлқарада “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп тәнқидлиниватқанда улар дәл мушу хилдики паалийәтләр арқилиқ ашундақ тәнқидләрни инкар қилишқа урунуп кәлмәктә.