Хитай үрүмчидин йәнә икки хәлқаралиқ һава қатнаш йоли ачти
2016.08.15
Мәлум болушичә, хитай айропилан қатнаш даирилири ичкири хитайниң икки шәһиридин үрүмчи арқилиқ сабиқ совет иттипақидики икки шәһәрни туташтуридиған икки һава йоли линийисини ачқан болуп, булар ләнҗу - үрүмчи - москва линийиси вә бейҗиң - үрүмчи - тиблис һава линийисидин ибарәт.
Шинхуа ториниң хәвәр қилишичә, бу һава линийисини җәнубий хитай һава йоллири ширкити ачқан болуп, бу йил сентәбирниң ахирилирида рәсмий қатнаш башлайдикән. Җәнубий хитай һава йоллири ширкити үрүмчидин дубәй, санкитпетербург, истанбул қатарлиқ шәһәрләргә һава қатниши йолға қойған иди. Аммиви учур васитилирида қәйт қилинишичә, немә сәвәбдиндур, җәнуби хитай һава йоллири өзиниң истанбулға учидиған нөвәтчи айропиланлирини 11 - айғичә тохтитип қойған.
Ләнҗу - үрүмчи - москва линийисидә һәптидә үч қетим айропилан қатнайдиған болуп, мәзкур йеңидин ечилған икки һава йолида бойин 737 намлиқ 300 кишилик айропилан ишқа селинидикән.