Өткүр әркин әқлий телефонлардики уйғур йезиқи мәсилисини һәл қилди
Мухбиримиз меһрибан
2013.05.14
2013.05.14
Шинҗаң университетиниң 2009-йиллиқ юмшақ детал кәспи синипи оқуғучиси өткүр әркин ясиған уйғурчә телефон учур юмтали, әқиллиқ телефонлардики уйғур йезиқи мәсилисини һәл қилди.
Уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитиниң хәвиридин мәлум болушичә, өткүр әркин 2012-йили 11-айда “хитай бойичә өткүзүлгән мәмликәтлик яш иҗадкарларни баһалаш” паалийитигә қатнашқан. Өткүр әркин паалийәткә қатнашқан бир милйон 710 миң яш ичидин таллинип, хитай мәмликәтлик 1-дәриҗилик иҗадийәт мукапатиға еришкән.
Хәвәрдә дейилишичә, өткүр әркин нөвәттә өзи қурған “юмтал техника ширкити”ниң баш назарәтчиси болуп, өткүр әркин өзиниң бундин кейинки нишаниниң моңғул тили вә тибәт тили қатарлиқларни бир тәрәп қилидиған телефон учури юмтали ясаш икәнликини билдүргән.