Уйғур байлири хитайниң “ов нишани” ға айланған
2021.07.14
Пакитлардин көрүнгинидәк, хитай һөкүмити уйғурларни омумийүзлүк бастурушта, уйғур зиялийлириниң роһини өлтүрүшни, уйғур тиҗарәтчилириниң иқтисадини вәйран қилишни нишан қилған.
13-Июл “вал-ситерет журнили” гезитидә елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити сиясийға қилчә арилашмиған уйғур тиҗарәтчилириниму “чәт әлгә чиққан, террорчиларға ярәм бәргән” дегәндәк һәр хил төһмәтләр билән түрмә яки лагерларға қамиған.
Мақалидә йезилишичә, ғулҗада өй-мүлүк тиҗарити билән шуғуллинип бейиған садир әли хитай һөкүмити тәрипидин тутулуп кәткән болуп, у америкада яшаватқан аяли вә қизи билән ахирқи қетим 2018-йил телефонда көрүшкән.
“вал-ситрет журнили” гезити игилигән мәлуматқа қариғанда, уйғурлардин һазирғичә из-дерики қилиниватқан 4572 кишиниң ичидә бәштин бир қисми сода-тиҗарәтчиләр, карханичилар болуп, улар асасән дегүдәк узун йиллиқ кесиветилгән яки лагерларға қамалған икән.
Көзәткүчиләр юқириқи санлиқ мәлуматтинла уйғур тиҗарәтчилириниң уйғур җәмийитидә хели көп салмақни игиләйдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң уларни йәнә давамлиқ тутуп, байлиқини тоңлитип һөкүмәткә өткүзүвалидиғанлиқини оттуриға қойған. Чүнки хитай һөкүмити уйғурларни вәйран қилиш үчүн алди билән уларниң иқтисадий күчини йоқ қилишни, уйғур җәмийитидә тәсири күчлүк болған байларни вәйран қилишни пиланлиған. Бу худди өз вақтида натсистларниң йәһудий байлирини тутқун қилип, уларниң мал-мүлкини булаң-талаң қилғиниға охшайдикән.