Гуаңҗу шәһәр башқуруш тармақлири бир уйғур бовайни уруп яриландурған
Радиомизниң игилишичә гуаңҗудики шәһәр башқуруш тармақлири мәзкур шәһәрдә яймичилиқ қилидиған бир уйғур бовайни өз ичигә алған уч адәмни уруп яриландурған.
Вәқә пәйшәнбә күни кәчқурун гуаңҗу шәһири лйиң мәйдани йенидики сода - санаәт банкиси әтрапида йүз бәргән.
Шәһәр башқуруш хадимлири урған 3 уйғурниң иккиси яш болуп улар яриланмиған, әмма уйғур бовайниң беши йерилип, йүз - көзлири қанға бойилип кәткән.
Бовайниң бу рәсими вә нәқ мәйдан көрүнүши бир қисим хитайчә муназирә бәтлиригә чапланған.
Мәлум болушичә, шәһәр башқуруш хадимлири бу уйғур бовайни уруватқанда әтраптики амма ғәзәпкә кәлгән вә “һөкүмәт хадими адәм урди” дәп варқирашқан.
Һалбуки, нәқ мәйданни сақчи қоршап, аммини тарқақлаштурған.
Радиомиз йәрликләргә телефон қилип әһвал егилгәндә, улар “шундақ бир иш болди” дәп гәп аңлиғанлиқини билдүргән болса, сақчилар мухбирниң соалиға җаваб беришни рәт қилған.
Бу һәқтики сүрәтләргә қариғанда бовайни қутқузуш машни елип кәткән.