Хитай уйғур деһқанлириниң турмуш усулини “үч районни айриш” һәрикити бойичә омумйүзлүк өзгәртмәктикән
2019.10.31
Хитайниң шинхуа агентлиқи вә “тәңритағ тори” қатарлиқ ахбарат васитилири тарқатқан хәвәрләрдин уйғур елидә, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубтики 3 вилайәт бир областни асас қилған һалда “үч районни айриш” дәйдиған бир һәрикәтниң елип берилғанлиқи мәлум болди.
Хәвәрләргә қариғанда, бу “үч районни айриш” дегини “һойла-арамни түзәш арқилиқ туралғу райони, териқчилиқ райони, бақмичилиқ райони” дин ибарәт “үч районни айриш” ни билдүридикән.
“тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә төвәндикиләр илгири сүрүлгән: “илгири җәнубий шинҗаңдики йеза-кәнтләрдә аһалиләрниң һойла-арам тазилиқида йошурун хәвп еғир иди. Қой-кала җәнубий шинҗаңдики пуқралар әң көп бақидиған чарвиси, лекин адәм билән чарвиларниң муһити айрилмиған, қотанлар қазан бешиға йеқин болғачқа, кәнт аһалилириниң адәм вә чарвиларға ортақ юқидиған юқумлуқ кесәлгә гириптар болуш хәвпи юқири иди. . . Һойла-арамда ‛үч районни айриш‚ адәм вә чарвиларда ортақ болидиған кесәлләрниң тарқилиш йоллирини үнүмлүк үзүп ташлиди.”
Хитай һөкүмити өткән йилидин башлап уйғур елидә мана мушундақ “үч районни айриш”, “гүзәл өй қурулуши” дегән сиясәтләр арқилиқ уйғурларни әнәниви аилә мәдәнийити, өй безәш вә турмуш адәтлирини өзгәртишкә мәҗбурлимақта.
Хитай таратқулириниң илгири сүрүшичә, уйғур аптоном райони 2018-йили деһқанларниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә көчүп, “әнәниви өй тутуш адәтлири” ни ташлиши, супилиқ өйләрни чувуп, кариват, сафаларда яшаштәк “заманиви турмуш адәтлири” гә көчүшигә 4 милярд 196 милйон йүән сәрп қилған. “тәңритағ тори” ниң юқириқи хәвиридә җәнубтики йеза-кәнтләрдә “үч районни айриш” омумйүзлүк ишқа ашурулди, дейилгән.
Хитай һөкүмити 2017-йилидин башлап уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, милйонлиған уйғур вә башқа мусулманларни йиғивелиш лагерлириға қамаш билән бир вақитта, миллий пасондики қурулушларни, миллий пасонида безәлгән өйләрни “радикаллиқниң ипадиси” дегән сәвәб билән чеқишқа башлиған.
Уйғур райониниң һәрқайси җайлирида иҗра қилиниватқан бу һәрикәтни йеқиндин көзитип келиватқан көзәткүчиләрдин америка индиана университетиниң дотсенти, хитайниң милләтләр сиясити вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан доктор тимусий грус илгири мушу һәқтә билдүргән инкасида: “бу һәрикәтниң роһий вә мәдәнийәт җәһәттин беридиған зәрбисини лагерлар беридиған зәрбидинму еғир дәп қараймән. Чүнки бу бир инсанниң хусусий әркинликиниң бирдин-бир панаһгаһи болған өйниң һөкүмәт тәрипидин ишғал қилиниши вә мәҗбурий йосунда өзгәртилиши болуп һесаблиниду,” дегән иди.