Уйғур аптоном райони шәкилвазлиққа аит төт типик делони елан қилған
2024.08.13
Уйғур аптоном райони нөвәттә қанат яйдурулуватқан һәр қайси қатламлардики шәкилвазлиққа қарши туруш һәрикитидә шуниңға мунасивәтлик төт типик делони елан қилған.
Сиясәтни иҗра қилишта шәкилвазлиқ қилмаслиқ, хитайниң 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер вә түрмиләргә қамашта қаттиқ тәкитләнгән мәсилиләрниң бири болған. Шу вақитта бәзи әмәлдарлар уйғурларни бастурушта шәкилвазлиқ қилиш билән әйиблинип җазаланған иди. Хитай һөкүмәт таратқулириниң бәргән хәвәрлиридә көрситилишичә, уйғур аптоном районлуқ шәкилвазлиққа қарши туруш вә асасий қатламниң йүкини азайтиш алаһидә хизмәт механизми ишханиси билән уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети ишханиси бирликтә 12-авғуст шәкилвазлиқни түзәшкә аит 4 типик делони ашкара елан қилған.
“шинҗаң гезити” ниң қәйт қилишичә, бу икки орган тарбағатай вилайитиниң шиху шәһәрлик әрзийәт ишханиси, алтай вилайәтлик мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә саяһәт идариси, хотән вилайитиниң керийә наһийә ләнгәр йезиси вә қәшқәр шәһириниң доңху аһалиләр райони қатарлиқ төт орунни алақидар бәлгилимиләрни иҗра қилишта әстайидил болмаслиқ яки иҗра қилишта шәкилвазлиқ қилип, наразилиқ яки начар кәйпият пәйда қилиш билән әйиблигән. Қизиқарлиқ йери шуки, қәшқәр шәһириниң доңху аһалиләр районидики бир қисим кадирларниң көп қетим аммиви йиғилиш тәшкилләп, аһалиләрдә бизарлиқ пәйда қилғанлиқи, кадирларниң җавабкарлиқни кеңәйтиветиш хаһиши садир қилғанлики илгири сүрүлгән.
Һалбуки, хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқундин хели бурунла уйғур елиниң асасий қатламлирида уйғурларни йиғивелип, сиясий өгинишкә тәшкилләш, байрақ чиқиришқа қатнаштуруш вә һәр хил мәсулийәт түзүмлирини кәң йолға қойған. Буниңға хилаплиқ қилғучиларни лагерларға йоллиған иди. “шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, даириләр юқириқи орунларни партийә мәркизи вә аптоном районниң бу җәһәттики орунлаштурушиға “йетәрлик әһмийәт берилмәслик, үнүмлүк йолға қоюлмаслиқ, тонуши йетәрлик болмаслиқ” билән әйиблигән иди.