Уйғур диярида вирус юқумиға қарши туруш сиясий вәзипә қатарида қаттиқ иҗра қилинмақта

Мухбиримиз әзиз
2022.11.15

Уйғур диярида әвҗигә чиқиватқан таҗисиман вируси юқуми һәққидә хитай һөкүмитиниң рәсмий ахбарат қаналлири мушу һәптидин башлап “вирус юқуминиң контрол қилинғанлиқи вә һәрқайси җайлардики нормал ишләпчиқириш паалийәтлириниң изиға чүшкәнлики” һәққидә көплигән хәвәрләрни беришкә башлиған. Шу қатарда хитай һөкүмити башқуришидики “шинҗаң гезити”ниң 15-ноябир санида или, турпан, корла, шихо қатарлиқ җайларда “юқумниң хәтири түгигән районлар”дики һаятниң нормаллашқанлиқи, һәрқайси саһәниң тәдриҗи һалда илгирики һаләткә йүзлиниватқанлиқи тилға елинған.

Хитай башқуришидики “тәңритағ тори”ниң 15-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй алдинқи күни ‍үрүмчи шәһриниң тәңритағ, булақтағ, сайбағ қатарлиқ уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан районлирида нәқ мәйдан тәкшүришидә болған. Бу җәрянда ма шиңруй нуқтилиқ қилип: “баш секретар ши җинпиң ядролуқидики партийә мәркиизи комитетиниң вирус юқумиға тақабил туруш һәққидики 20 түрлүк чарисини қәти изчиллаштуруш, юқумға қарши тәдбирләрни қилчиликму бошаштурмастин қәтий давамлаштуруш, шу арқилиқ 20-қурултайниң роһини әң зор дәриҗидә изчиллаштуруш”тәк сиясий вәзипини шәрһийлигән.

Ма шиңруй, бир тәрәптин вирус юқумни “тез байқаш, тез әмләш вә тез айрип тәкшүрүш” ни тәкитлисә, йәнә бир тәрәптин юқум қамали һәққидә “өсәк сөз тарқатқан” һәрқандақ кишини қаттиқ җазалашни тәләп қилған.

Уйғур дияридики үч айдин узунға созулған қамалниң бикар қилинғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқиливатқанда, ма шиңруйниң бу хил “қәтийлик” һәққидә йолйоруқ бериши, нөвәттә қаттиққоллуқ билән иҗра қилиниватқан “вирус вабасиға қарши туруш тәдбирлири”ниң қанчилик иҗра қилинишиға қарита түрлүк гуманларни туғдуриватқанлиқи мәлум.

15-Ноябир күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт елан қилған мәлуматта ейтилишичә, йеңидин байқалған вирус юқумдаридин 28 киши, аламәтсиз юқумдардин 771 киши көпәйгән. Хитай һөкүмитиниң вирус юқуми һәққидики санлиқ мәлуматлири изчил ялғанчилиқниң мисали қатарида тилға елиниватқан болсиму, мушу санларниң өзи уйғур дияридики юқум әһвалиниң толуқ контрол қилинмиғанлиқини, шуңа нөвәттики юқумға қарши тәдбирләрниң давамлиқ һалда хәлқ аммисиға көплигән паҗиәләрни елип келидиғанлиқини көрсәтмәктә. 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.