Хитай уйғур ели маарип саһәсигә нәччә милярд йүән мәбләғ салғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз җүмә
2017.08.05

Уйғур ана тилиниң уйғур мәктәплиридин чәкләнгәнлики хәвәр қилиниватқан мәзгилдә, хитай даирилири уйғур ели маарип саһәсигә салған мәбләғлириниң нәччә милярд йүәнгә йәткүзүлгәнликини пәш қилишқа башлиди.

Шинхуа агентлиқиниң 4-авғуст хәвәр қилишичә, 2014-йилидин буян уйғур ели маарип саһәсигә селинған омумий мәбләғ 12 милярд 200 милйон йүәнгә йәткән. Бу мәбләғләр уйғур аптоном райониниң йеза-қишлақлиридики маарип асасий муәссәсилирини яхшилашқа ишлитилгән. 

Хәвәрдә бу мәбләғләрниң асасән “хәтәрлик қурулушларни чеқиш, оқуғучилар ятиқи селиш вә маарип үскүнилирини сетивелишқа ишлитилгән” лики көрситилгән. 

Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики аталмиш “қош тил маарипи” ға селинидиған мәбләғниму һәссиләп көпәйтип, җәнубий уйғур елини мәркәз қилған районларда қош тил йәсли қурулушини кәң көләмдә күчәйткән. 

Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити өткән йили декабирдики баянатида уйғур елидә қош тиллиқ йәслиләрдә оқуватқан оқуғучи саниниң 2 милйондин ашқанлиқи қош тиллиқ йәсли омумлишиш нисбитиниң 90 пирсәнткә йәткәнликини билдүргән. 

Шинхуа ториниң бу йил апрел хәвәр қилишичә, бу йилниң өзидә хитай мәркизий һөкүмити билән уйғур аптоном райони бирлишип “қош тиллиқ маарип” саһәсигә 28 милярд 960 милйон мәбләғ салидикән. 

Хитай һөкүмити уйғур елидики аталмиш “қош тил маарипи” вә башқа маарипқа селинидиған мәбләғлирини һәссиләп көпәйткән пәйтләрдә, хотән вилайити бир уқтуруш чиқирип, уйғур тилиниң хотәндики барлиқ мәктәпләрдә бир туташ чәкләңәнликини, бундин кийин хотән вилайити тәвәсидики оттура-башланғуч мәктәпләрдә барлиқ дәрсләрниң хитай тилида оқулидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур бәлгилиминиң пүтүн уйғур аптоном райони миқясида йолға қоюлғанлиқи, яки хотән даирисидә чәклинидиғанлиқи һазирчә дәлилләнмигән болсиму, әмма мәзкур хәвәр өткән һәптә радиомиз арқилиқ ашкариланғандин кейин, хәлқара ахбаратларда ғулғула қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.