Уйғур елиниң омумий һава қатнаш йоли сани 589 ға йәткән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.12.27

Уйғур елиниң нөвәттики хәлқаралиқ, хитай вә район ичидики омуми һава қатнаш йолиниң сани 589 ға йетип барған. Хитай таратқулири буниң уйғур ели һава қатниши тарихидики әң юқири рекортни яратқанлиқини қәйт қилмақта.

“хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, өткән бир йилниң өзидила 94 йеңи һава қатнаш йоли ечилған. Уйғур ели һава қатнаш йоли саниниң тез сүрәттә кеңийиши, хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқуни билән бир вақитта, районға нурғун хитай карханилирини көчүрүп чиқиши, енергийә байлиқини ечишни тезлитип, районда йеңи енергийә материяллирини өз ичигә алған сәккиз чоң санаәт базиси бәрпа қилишқа киришкән, шуниңдәк районниң ул әслиһәлиригә көпләп мәбләғ селип, хитай нопусини көчүрүшни тезлитиш билән бир вақитта, уйғур нопусини контрол қилиш вә тарқақлаштурушни күчәйтиш билән мас қәдәмдә маңған.

Хитай даирилириниң 2017-йилдин бери уйғур елидики ташқорған, керийә, куча қатарлиқ наһийәләргиму йеңи айродурум селип, наһийәләрниму һава йоли арқилиқ хитайниң ичкири өлкилиригә туташтурғанлиқи мәлум. “хитай хәвәрлири” ториниң бу һәқтики хәвиридә, 2024-йили, уйғур елиниң авиятсийә тори қурулуши техиму тезлишип, “шинҗаңниң ичини қаплиған, шинҗаңға кириш-чиқиш техиму тезләшкән, шинҗаңниң җәнубий вә шималиға созулған, чеградин кириш-чиқиш бирләшкән үрүмчи хәлқара авиятсийә зәнҗирини мәркәз қилған авиятсийә тори асасән шәкилләнгәнлики” ни билдүргән.

Һалбуки, уйғур ели һава қатниши ториниң кеңийиши, уйғур елиниң хитай өлкилири билән болған иқтисадий, пул-муамилә беғи һәм нопусниң еқишини қолайлаштурупла қалмай, уйғур елигә “қизил саяһәт түрлири” ни тәшкилләп, уйғур ели вәзийитини “нормал” көрситиши, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқиға даир әйибләшләрни рәт қилишиға қолайлиқ яратқанлиқи қәйт қилинмақта. “хитай хәвәрлири” ниң билдүрүшичә, нөвәттә уйғур елидә үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ үч чоң хәлқаралиқ айродурум бар болуп, 57 хәлқаралиқ һава йолиниң 28 йолучилар линийәси, 29 хәлқаралиқ йүк һава линийәси бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.