Уйғур елидә “көп милләтлик мәһәллә” тәшвиқати қанат яймақта

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.11.05

“хитай хәвәрлири тори” ниң 5-ноябирдики хәвиригә қариғанда, уйғур елидә хитайниң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” базилири болған “көп милләтлик мәһәллә” ләр көпләп барлиққа келип, милләтләрниң һәр түрлүк мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлири бирликтә өткүзүлмәктә икән.

Буниң мисали сүпитидә,  биңтүән 12-дивизийәгә қарашлиқ деһқанчилиқ-чарвичилиқ мәһәллисидики 14 милләттин болған 5000 дин көп аһалиниң өзлүкидин тәшкиллинип, мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлири өткүзгәнлики; қәшқәр шәһири “шәрқий көл мәһәллиси”дики уйғур, туңган, таҗик, қазақ, моңғул вә хитай болуп 6000 дин көп аһалиниң “анарниң данисидәк зич уюшуп” сағламлиқ-тәнтәрбийә паалийәтлири елип барғанлиқи; чөчәк шәһири “йеңи шәһәр мәһәллиси” дики хитай, туңган, уйғур, қазақ, шибә болуп 14 милләттин тәшкил тапқан 1500 өйлүк аһалиниң 2014-йилдин башлапла бир-бириниң һейт-байрамлирини тәбрикләп, йемәк-ичмәк, зияпәтләрдә биллә болуп келиватқанлиқи қатарлиқлар тәпсилий тонуштурулған.  Шундақла  уйғур елиниң “көп милләт вә көп хил мәдәнийәт юғурулған район” болушқа қарап тәрәққий қиливатқанлиқи тәшвиқ қилинған.

Хәвәрдә, “нөвәттә шинҗаң уюшқан җәмийәт қурулмиси вә җәмийәт муһити бәрпа қилишқа, макан, мәдәнийәт, иқтисад җәһәттә бир гәвдилишишкә, шу арқилиқ милләтләрниң өзара қошулушиға шараит яритип беришкә тиришмақта” дейилгән. Һалбуки бу нишан хитайниң уйғур елидә асаслиқ милләт болған уйғурларни сиясий орнидин мәһрум қалдуруш, шундақла ши җинпиңниң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдисини мустәһкәмләш” шоари астида, барлиқ милләтләрни хитайға сиңдүрүветиш пиланиниң иҗра қилиниши дәп қарилип кәлмәктә. Америкада  яшаватқан хитай анализчиси ху пиң әпәнди бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң ‛җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш‚ ни тәкитлишидики сиясий мәқсәт уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиштин башқа нәрсә әмәс” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.