Уйғур ели билән оттура асия дөләтлири арисидики сода соммиси артқан
2024.07.18
“хитай хәвәрлири тори” 17-июлдики бир хәвиридә, бу йилниң алдинқи йеримида уйғур елиниң қазақистан вә қирғизистан билән болған ташқи сода импорт вә експорт омумий қиммитиниң охшаш мәзгилдикидин %45.8 Вә %8.7 Ашқанлиқини, оттура асиядики бәш дөләткә қилған ташқи сода импорт-експорт омумий қиммитиниң болса %23.9 Ашқанлиқи билдүргән.
Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, алдинқи йерим йилда, уйғур елиниң ташқи сода импорт-експорт омумий қиммити 220 милярд 630 милйон йүәнгә йәткән, әркин сода синақ райониниң ташқи сода импорт-експорт омумий қиммити болса 72 милярд 820 милйон йүән болуп, уйғур елиниң омумий ташқи сода импорт-експорт қиммитиниң %33 ни игилигән.
Йеқинқи мәзгилдин буян, хитай оттура асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқини күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, икки тәрәп оттурисидики бериш-келиш көпийип кәткәниди. Техи алдинқи айда үрүмчи шәһиридә оттура асия җумһурийәтлириниң рәһбәрлири уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәһбәрлири билән көрүшкән болса, бу айниң бешида хитай дөләт рәиси ши җинпиң қазақистанни зиярәт қилип, икки дөләт ара һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлигән.
Бу учришишларда хитай билән оттура асия дөләтлири рәһбәрлири өзара сода алақини күчәйтиш билән биргә, террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқини күчәйтишкә вәдә қилишқаниди.
“хитай хәвәрлири тори” ниң бүгүнки хәвиридә мундақ дейилгән: “ алдинқи йерим йилда шинҗаң дунядики 205 дөләт вә район билән сода мунасивити орнатти. Қазақистан вә қирғизистан болса алдинқи икки сода һәмраһи болуп қалди”.
Хәвәрдә дейилишичә, қәшқәр, қорғас, алатав еғизи вә үрүмчидин ибарәт баҗдин халий төт районниң ташқи сода импорт-експорт омумий қиммити 95 милярд 390 милйон йүән болуп, охшаш мәзгилдикидин %58.1 Ашқан.
Чәт әлләрдики бир қисим мутәхәссисләр илгири бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитайниң уйғур ели арқилиқ оттура асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқини күчәйтишини хитайниң уйғурларға қаритиватқан һәр түрлүк зиянкәшликиниң ешиши билән бирликтә, оттура асия дөләтлириниңму хитайға болған беқиндичилиқини ашуруштин ибарәт зиянлиқ ақивәтлири барлиқини билдүрүшкән иди.