Уйғур елиниң бу йиллиқ ашлиқ ишләпчиқириш миқдариниң 20 милйон тоннадин ашқанлиқи қәйт қилинмақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.12.15

Өткән йилдин башлап бейҗиң даирилири уйғур елини хитайниң асаслиқ йеза-игилик вә ашлиқ базисиға айландуруш пиланини иҗра қилишқа башлиғандин кейин, уйғур елиниң бу йиллиқ ашлиқ ишләпчиқириши 20 милйон тоннадин ашқанлиқи хәвәр қилинмақта. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, уйғур елиниң бу йиллиқ ашлиқ ишләпчиқиришниң өткән йилқидин 3 милйон 550 миң тонна артқанлиқи қәйт қилинмақта.

Бейҗиң даирилири 2021-йили башланған корона вируси юқуми вә узун мәзгиллик қамалдин кейин, өткән йили уйғур елини хитайниң асаслиқ йеза-игилик базисиға айландуруп, дөләтниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш пиланини оттуриға қойған. Уйғур аптоном районлуқ партком бу йилниң башлирида, райондики кевәзлик көлимини қисқартип, бир қисим кевәзликләргә ашлиқ теришни, шундақла йеңидин ашлиқ терилғу йәрлирини ечип, ашлиқ терилғу көлимини кеңәйтишни буйруған иди.

Хитай даирилириниң кевәзлик көлимини азайтип, ашлиқ терилғу көлимини кеңәйтиши, америка вә ғәрб әллириниң мәҗбурий әмгәк сәвәбидин хитайниң асаслиқ пахта базиси болған уйғур райониниң пахта мәһсулатлирини чәклигән яки байқут қилған бир вақитта оттуриға қоюлған. Әйни вақитта таратқулар хитайниң кевәзлик көлимини азайтишида американиң “шинҗаң пахтиси” ни чәклишиниңму бәлгилик тәсири болғанлиқини илгири сүргән иди. Хитай йеза-игилик министирлиқи ториниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ деһқанчилиқ вә йеза-кәнт назаритиниң бир әмәлдари, уйғур райониниң терилғу көлимини кеңәйтиш вә ашлиқ ишләпчиқириш иқтидарини ашурушта “терилғу көлимини кеңәйтиш, териш қурулмисини тәңшәш, көп хил териқчилиқ көрсәткүчини ашуруш қатарлиқ тәдбирләр” ни қолланғанлиқини билдүргән. Нөвәттә уйғур районидики ашлиқ терилғу көлими хитай омумий ашлиқ терилғу көлиминиң 67 пирсәнтини тәшкил қилидикән. Хитайниң ноқул ашлиқ ишләпчиқиришни қоғлишип, терилғу йәрләрни кәң көләмлик кеңәйтишиниң районда әзәлдин җиддий мәсилә болған су қислиқини техиму күчәйтиши, су амбарлири биңтүән тәрипидин контрол қилинидиған бу районда уйғур олтурақ нуқитилириниң күндилик су мәсилисини техиму қийинлаштуруветидиғанлиқидәк бир әндишини пәйда қилмақта. Мәлум болушичә, бу йил 11-айниң ахирлириғичә районда суғуруш ишлириға кәткән су, өткән йилқидин бир милярд 800 милйон куб метир артқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.