Уйғурларниң ирсийитигә мунасивәтлик илмий мақалә әхлақ мәсилиси сәвәбидин қайтуруветилгән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.01.01

Әнглийәдики “муһапизәтчи” гезитиниң 29-декабир күни хәвәр қилишичә, өткән йили 6-айда голландийәдики бир нәшрият 2019-йил елан қилинған “ирсийәт тәкшүрүш усулидин пайдилинип уйғур вә қазақ хәлқиниң кимлик алаһидиликини тәһлил қилиш” намлиқ бир мақалини қайтурувәткән. Чүнки бу мақалини язған тәтқиқатчилар үрүмчидә яшаватқан 203 уйғур вә қазақниң қан вә шөлгәй әвришкисини елип, униңдики испат вә санлиқ мәлуматларни топлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу мақалини язған хитай вә данийә тәтқиқатчилири америка бийологийә техника ширкити тәтқиқ қилип ясап чиққан ген тәкшүрүш техникисидин пайдилинип, уйғур вә қазақларниң етник алаһидиликини тәһлил қилған. Бу тәтқиқатчилар мәзкур тәтқиқатниң зөрүр икәнликини баян қилип өткән һәмдә DNA ни тәкшүрүш усул арқилиқ сақчиларға ярдәм қилип, гумандарларни тонушқа қолайлиқ яритиш тәклипи бәргән. Улар мундақ дегән: “ген өзгиришлирини ениқ тәһлил қилиш шинҗаңдики аһалиләрниң етник мәнбәси вә тарихини чүшиништә наһайити муһим. Бу өз нөвитидә йәнә сақчилар үчүн из қоғлап тәкшүрүшкә пайдилиқ йип учи бериду” .

Бу мақалини қайтуруветиш, йәни уни китабқа киргүзмәслик сәвәби һәққидә берилгән изаһатта, тәтқиқатчиларниң ген учурлирини топлишида әхлақий мәсилиниң сақланғанлиқи, бу мақалини елан қилған “хәлқара қанун дохтурлуқи илми: ирсийәтшунаслиқ” намлиқ журналниң тәлипи билән у мақалиниң қайтурулғанлиқи билдүрүлгән. Әйни чағдила бу мақалини елан қилмаслиқ керәклики һәққидә пикир баян қилған мутәхәссисләр, бу мақалиниң елан қилинишиниң қанун тебабити вә ирсийәтшунаслиқ саһәсидә йүз бәргән номуслуқ бир иш икәнликини, чүнки униң аҗиз орундики милләтләрниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишқа шерик болуш қилмиши икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.