Уйғур елидә янфонға қаритилған чәкләш тәдбирлири техиму күчәйтилгән
2013.05.01
Хитай даирилири 1 - майдин башлап уйғур елидә янфон ишләткүчиләргә қаритилған чәкләш тәдбирлирини техиму күчәйткән. Буниң 23 - апрел сериқбуя вәқәсидин кейинла йолға қоюлуши диққәтни чәкмәктә.
Радиомизниң игилишичә, телефон картисиға тизимлатқучилар чоқум өз кимликини елип келип, тизимлитиши керәк икән.
Бу бәлгилимә 1 - майдин башлап күчкә игә болуп буниңда йеңи телефон тизимлатқучилар чоқум өз исми билән тизимлитиш шәрт қилинған.
Үрүмчидики җаң фамилилик бир телефон картиси сатқучиниң билдүрүшичә, у мушу шәнбидин башлап телефон картиси сатқанда һәқиқий исим ислитиш бойичә тәрбийилинишкә чақирилған.
У мундақ дегән: буни аңлап ишәнмәйла қалдим. Чуни бу миңлиған херидарға берип тақилидиған мәсилә - дә.
Бизгә үрүмчидин учур бәргән бирәйләнниң билдүрүшичә, бу түзүм йолға қоюлғини хели узун болған.
У мундақ деди: бу ишни йолға қойғини хели болди. Кимликини ишләтмәй туруп телефон картиси беҗириш мумкин әмәс.
Униң ейтишичә, 2009 - йилидин кейинла кочиларда телефон картиси сатидиғанлар асасән қалмиған.
Хитай һөкүмити 2009 - йилидики үрүмчи намайишидин кейин үрүмчидики янфон ишләткүчиләргә қаритилған башқурушни техиму күчәйткән иди.
Бу йил 23 - апрел маралбеши наһийисиниң сериқбуя йезисида тоқунуш йүз берип 21 адәм өлгән.
Даириләр бу вәқәни аталмиш террорлуқ вәқәси дәп атиған иди.