Уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ темисидики роман америкада нәшрдин чиқти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.07.31

Йеқинда америкада уйғур ирқий қирғинчилиқи тема қилинған бир роман нәшрдин чиққан. “китабниң сиртида” намлиқ бу романни хитай көчмәнлиридин болған америкалиқ язғучи сома мей шең фразиер язған.

“ток чирағ” дәп аталған тор бәттә китабниң аптори билән өткүзүлгән сөһбәттин қариғанда, апторниң адәттә әдәбият саһәсидә көп учримайдиған уйғур ирқий қирғинчилиқ темисида роман йезишиниң сәвәби болса “бу қирғинчилиқниң йетәрлик диққәткә еришәлмәслики” икән.

Сома мей шең фразиер мундақ дегән:

 “хитай американиң биринчи сода һәмраһи. Улар қерилишиватқан нопуси вә бизниң барлиқ мудапиә күчимизгә қаримай, райондики зомигәр дөләткә вә дәриҗидин ташқири күчкә айлиниши мумкин. Шуңа, әһвалдин хәвәрдар кишиләр пәләстин, исраилийә, украинадики вәһшийликләргә қарши сөзлийәлисиму, әмма хитайни әйиблийәлмәйватиду. Шуңа бу ирқий қирғинчилиқ һәққидә қисмән болсиму сүкүттә қелишимизға сәвәб болуватқан (ачкөзлүк, қорқутулуш вә мәсилигә болған йирақлиқ туйғуси) қатарлиқ амиллар мени бу тоғрулуқ китаб йезишқа үндиди”.

 “китабниң сиртида” намлиқ бу роман һенрий холт вә ширкити (Henry Holt and Company) тәрипидин нәшр қилинған болуп, у 30-июл күни базарға селинған икән.

Мәзкур тор бәттики учурда, узун йоллуқ сәпәр һекайиси билән башлинип, уйғур ирқий қирғинчилиқидин ибарәт бир һәйран қаларлиқ бир нәтиҗә билән аяғлашқан бу романниң наһайити өзгичә услубқа игә икәнлики тилға елинған.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.