Хитай һөкүмити уйғур елидә “җуңхуа миллити” бәрпа қилишниң күчлүк ахбарат тәшвиқат һәрикити қозғиған
2024.09.23
Хитай даирилири уйғур елидә 2017-йили 2-айда башланған чоң тутқундин кейин кәң көләмдә йолға қойған “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” бәрпа қилиш һәрикитидә йеңи тәшвиқат һуҗуми қозғиған.
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә уйғур аптоном районлуқ даириләр 22-сентәбир йәкшәнбә күни һәр қайси чоң хитай таратқулириниң 200 дәк мухбирини тәшкилләп, уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” қандақ шәкилләнгәнликиниң һекайисини тонуштурушқа орунлаштурған. Бу хитайниң йеқинқи бир һәптидин бери хәлқарадики уйғур ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикини җавабкарлиққа тартиш садалириға қарши қозғиған бир қатар дипломатик вә ахбарат тәшвиқат һәрикитиниң бир парчиси, дәп қаралмақта.
Хитайниң әң чоң хәлқара тәшвиқат васитилиридин бири болған CGTN қанилиниң 22-сентәбир бәргән хәвиридә, бу 200 дәк хитай мухбириниң хәвәр бериш, зиярәт қилиш қатарлиқлар арқилиқ “шинҗаңда күчлүк дәриҗидики җуңхуа миллити ортақ еңиниң қандақ шәкилләнгәнликиниң һекайисини аңлитишқа вәдә бәргәнлики” ни билдүргән.
Нөвәттә, хитайниң бу хил дипломатик вә ахбарат тәшвиқатини техиму күчәйтиштә қандақ амилларни көздә тутқанлиқи мәлум әмәс болсиму, бу һәрикәтниң уйғур мәсилиси өткән һәптә б д т кишилик һоқуқ кеңишидә йәнә муназирә қозғиған, шундақла американиң бәзи дөләт мәҗлиси әзалири уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшни техиму күчәйтиш һәққидә қанун лайиһәси сунған бир пәйттә күчийиши диққәт қозғимақта. Һалбуки, CGTN ниң хәвиридә бу 200 мухбирниң йәкшәнбә күни уйғур аптоном районлуқ музейида өткүзүлгән “күчлүк җәмийәт бәрпа қилиш: иттипақлашқан җуңхуа чоң аилиси” намлиқ ахбарат тәшвиқат паалийитидә юқириқи қәсәмдә болғанлиқи қәйт қилинмақта.
Мәлум болушичә, бу мухбирлар бейҗиң һөкүмитиниң уйғур елини хитайлаштуруш һәрикити “уйғур ирқий қирғинчилиқиниң парчиси” дәп қариливатқан бир пәйттә, уйғур елидики һәр милләт аммисини зиярәт қилиш арқилиқ, “хитайниң заманивилишиш мусаписидики шинҗаң баби” ни йезип чиқидикән.