Памир бойлиридики аһалиләр ақту наһийисигә көчүрүп болунған
Хитай һөкүмитиниң “намратлиқни түгитип хәлққә бәхт яритиш” намида һәрқайси юртларда әвлатму-әвлат яшап кәлгән уйғур вә башқа түркий тиллиқ хәлқләрни наһийә базириға йеқин җайға коллектип һалда топлап келиватқанлиқи мәлум. Йеқинда памир игизликидики көчмән аһалиләрниң һазир пүтүнләй көчүрүлүп болғанлиқи айдиңлашти.
Хитайниң шинхуа агентлиқи тарқатқан 21-апрелдики син хәвиридә көрситилишичә, ақту наһийәсидики бир қисим чарвичилар наһийә базириға он километир келидиған аһалиләр олтурақ райониға көчүрүлгән. Пүткүл олтурақ райони қатар кәткән биналардин тәшкил тапқан болуп, илгирики тарқақ маканлашқан чарвичилар әмди бирла орунға мәркәзләштүрүп орунлаштурулған.
Хитай һөкүмитиниң тәшвиқатида бу әһвал “аз санлиқ милләтләрни баяшат турмушқа йетәкләш” дәп тәшвиқ қилиниватқан болуп, муһаҗирәттики бир қисим анализчилар буни “хитай һөкүмитиниң топлап контрол қилиш истратегийәсиниң әмәлийлишиши,” дәп қаримақта.
1990-Йили ақту наһийисиниң барен йезисида шу җайдики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши қораллиқ қозғилиңи партлиған болуп, шу вақитта бу қозғилаң хитай армийисиниң зор санда һәрбий күчни ишқа селиши билән бастуруветилгән иди.