Уйғур маһирлар хитайниң бокс мусабиқисидә алтун медалға еришкән
2024.10.29
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, 27-өктәбир күни аяғлашқан 2024-йиллиқ “мәмликәтлик әрләр бокс ләвһә талишиш мусабиқиси” да, “шинҗаң командиси” намида мусабиқигә қатнашқан маһирлар алтун вә күмүш медалларға еришип, уйғурларниң бокс саһәсидики талантини йәнә бир қетим җари қилдурған.
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 29-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, “мәмликәтлик әрләр бокс ләвһә талишиш мусабиқиси” хитайдики бокис саһәсидә әң юқири сәвийәлик мусабиқә һесаблинидиған болуп, бу йилқи мусабиқә 37 командиға мәнсуп 600 дин ошуқ боксчи қатнашқан. Уйғурлардин абдурешит рәһимолла 92 килогирамлиқлар дәриҗиси бойичә рәқиблирини бир-бирләп йеңип, әң ахирида алтун медалға еришкән. Униң сәпдашлиридин әлқут қаһар 75 килогирамлиқлар дәриҗиси бойичә күмүш медал алған. Қазақ маһирлардин ердәвләт майрамбек 71 килогирамлиқлар дәриҗиси бойичә мис медал алған. Уйғур аптоном районлуқ бокис мәркизиниң мудири абдушүкүр миҗит бу һәқтә тохтилип, “париж олимпик мусабиқисидин кейин дөләт командисидики пүтүн маһирлар өз җайлириға қайтип кәлди вә бу қетимқи мусабиқигә қатнашти. Шуңа буниңда медал елиш ундақ асан әмәс” дегән.
Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян уйғур маһирлар тәнтәрбийә түридә охшимиған нәтиҗиләрни яритип, уйғурларниң тән җәһәттики сапасиниң яхшилиқини әмәлий һәрикәтлири арқилиқ намайән қилип кәлмәктә. Шуниң билән биргә тәнтәрбийә саһәси хитайниң ирқий қирғинчилиқни йошуруштики актип васитиләрдин бири болуп кәлмәктә.