Хитай һөкүмити уйғур қатарлиқ милләтләрниң мәдәнийитини пүтүнләй йоқатмақчи болған

Мухбиримиз җәвлан
2020.09.30

Йеқинда Bitter Winter(зимистан) торида “шинҗаң, тибәт вә моңғолийәдики мәдәнийәт қирғинчилиқи” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт вә моңғулларниң тили, етиқади вә мәдәнийитини йоқитиш арқилиқ уларни ассимилятсийә қилишқа җан-җәһли билән күчәватқанлиқи, чүнки ши җинпиңниң сабиқ совет иттипақиниң парчилинишиға сәвәб болған милләтләр сияситидин ибрәт алмақчи икәнлики оттуриға қоюлған.

Мақалидә ейтилишичә, уйғур райони, тибәт вә ички моңғулдин ибарәт бу аталмиш аптоном районларда йүз бериватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи йеқинқи мәзгилдә техиму әвҗигә чиққан. Хитайдин башқа милләтләрниң тили, етиқади вә мәдәнийити тамамән вәйран қилинмақтикән. Уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилиш, өлтүрүш, әмгәккә селиш, аялларни туғмас қилиш қатарлиқ қәбиһ җинайәтләр аллиқачан мәдәнийәт қирғинчилиқидин һалқип кәткән болуп, уни исми җисмиға лайиқ рәвиштә ирқий қирғинчилиқ дейишкә болидикән. Ши җинпиң һоқуқтин чүшмигән муддәтчә бу қирғинчилиқ давам қилидикән.

Мақалидә буниң сәвәблири көрситилгән болуп, ши җинпиң вә башқа бир қисим хитай рәһбәрлири сабиқ совет иттипақиниң парчилиниши вә шәрқий явропадики сотсиялистик дөләтләрниң гумран болушидики сәвәбләрни улардики миллий сиясәтниң хаталиқиға бағлиған. Әслидә у дөләтләрдә милләтләр етирап қилинған, миллий аптономийә йолға қоюлған. Мав зедуңму хитайдики чоң милләтләрни етирап қилип, миллий аптономийә сиясити йүргүзгән. Кейин совет иттипақи парчилинип, миллий аптономийәлик районлар мустәқиллиққа еришкәндин кейин, хитай рәһбәрлири күнләрниң биридә шундақ ақивәткә қелишидин әнсирәп кәлгән. Чиңхуа университети профессори ху әнгаң 2011-йил “2-әвлад милләтләр сиясити” тәшәббусини оттуриға қойғандин кейин, ши җинпиң буни қоллиған вә 2014-йилдин башлап иҗра қилишни башлиған. Бу йеңи сиясәттә милләт пәрқини аҗизлитиш яки йоқитиш, барчә милләтни җуңхуа миллити дегән нам астида тамамән хитайлаштуруш оттуриға қоюлған, бу әмәлийәттә башқа милләтләрниң мәдәнийитини йоқ қилиш дегәнлик болуп, шуниңдин башлап хитай һөкүмити мәдәнийәт қирғинчилиқи һәссиләп күчәйтишкә башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.