Рубийо билән меркилей уйғур мәҗбурий әмгикигә зәрбә беришни күчәйтиш һәққидә қанун лайиһәси сунған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.20

Америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи вә демократчи кеңәш палата әзалиридин марко рубийо билән җеф меркилей 19-сентәбир уйғур мәҗбурий әмгикигә зәрбә бериш салмиқини техиму күчәйтиш һәққидә бир қанун лайиһәси сунған.

Марко рубийониң 19-сентәбир елан қилған бу һәқтики баянатида көрситишичә, мәҗбурий әмгәк дуня миқясида, болупму хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур вә башқа йәрлик милләтләрни қәбиһләрчә бастурушта давамлиқ қоллиниватқан болуп, “америка хитайниң мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқиға қарши турушта давамлиқ қәтий мәйданда туруши керәк” икән. “мәҗбурий әмгәкни мәбләғ билән тәминләшни чәкләш қануни” намлиқ мәзкур қанун лайиһәсидә, америка малийә министиридин американиң хәлқара пул-муамилә органлиридики мәсуллириға мәҗбурий әмгәк, болупму шинҗаң уйғур аптоном районидики мәҗбурий әмгәккә қарши туруши һәққидә йолйоруқ бериши тәләп қилинған.

Баянатта марко рубийо мундақ дегән: “хитай компартийәси уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаратқан қәбиһ ирқий қирғинчилиқ һәрикитини давамлаштурмақта. Бизниң дөлитимизниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ булғанған һәрқандақ мәһсулатни сетивалмаслиқтин ибарәт әхлақий бурчимиз бар. Мән дунядики тунҗи ‛уйғур кишилик һоқуқ қануни‚ ниң оттуриға қойғучиси болуш сүпитидә, бу заманиви қуллуқ әмгикигә қарши бизниң техиму көп ишларни қилишимизға капаләтлик қилишта қәтий нийәттимән.”

Баянатта җеф меркилей “партийә һалқиған бу қанун лайиһәси ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ асасида, американиң бу қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә һәмтавақ болуп қалмаслиқиға капаләтлик қилидиғанлиқи” ни ейтқан.

Мәлум болушичә, авам палата әзаси җенифер вакстон бу қанун лайиһәсиниң йәнә бир нусхисини авам палатасида сунған. Җенифер вакстонниң қанун лайиһәсидиму, америка малийә министириниң хәлқара пул-муамилә аппаратлиридики америка мәсуллирини, болупму шинҗаң уйғур аптоном районидики мәҗбурий әмгәккә четилиш хәвпи болған қурулуш түрлиригә қәрз беришкә қарши турушқа буйруши тәләп қилинған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.