2 Йилдин буян иҗра қилиниватқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға юқири баһа берилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.06.25

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң истратегийә, сиясәт вә пилан ишлириға мәсул муавин министири роберт силверс (Robert Silvers) “Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинғанлиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән елип берилған сөһбәттә, бу қанунниң дуня миқясида мәҗбурий әмгәк маллирини чәкләштә йетәкчи рол ойнаватқанлиқини тәкитлигән.

“қарун” (Kharon) намлиқ иқтисад анализи тор бети елан қилған сөһбәттә, роберт силверс мундақ дегән: “йеқинда биз 5 түрлүк қанун иҗра қилиш һәрикити елип бардуқ. Таможна хадимлири мәйли қабилийәт яки көләм җәһәттә болсун, өз вәзиписини яхши орунлиди. Тутуп қалған мәҗбурий әмгәк маллириниң қиммити 3 милярд долларға йәтти. Икки йилдин бери тутуп қелинған маллар һәр саһә һәр кәсипкә тутишиду”.

Роберт силверниң ейтишичә, тутуп қелинған мәҗбурий әмгәк маллири уйғур районида ишләнгән киристаллиқ киремнийдин тартип, поливинил хилорид (PVC), алюмин қатарлиқ био-химийәлик материяллар икән. Америка таможниси бу малларни киргүзмигән әһвалдиму, американиң тәминләш зәнҗиридә ақсаш яки иқтисадта чекиниш көрүлмигән.

Роберт силвер “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң мувәппәқийәт қазанғанлиқини муәййәнләштүрүп: “бу қанун дәвр бөлгүч әһмийәткә игә болупла қалмай, өз нөвитидә мувәппәқийәтлик иҗра қилинған йеңичә қанунларниң яхши үлгиси болди. Бизниң ишимиз мәҗбурий әмгәкни тосуш. Биз бу ишта наһайити муһим башламчи болуп бәрдуқ” дегән.

Америка һөкүмити 2021-йил декабирда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” (UFLPA) ни мақуллап, 2022-йил 6-айниң 22-күнидин башлап рәсмий иҗра қилишқа башлиғаниди. Бу қанунниң хитай иқтисадиға бәлгилик дәриҗидә зәрбә бәргәнлики һәмдә башқа демократик дөләтләрдиму мәҗбурий әмгәкни чәкләш қанунлириниң оттуриға чиқишиға түрткә болуватқанлиқи мәлум.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.