Хитай: “шинҗаң мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилиси әмәс, бәлки игилик һоқуқ мәсилисидур”
2023.03.03
38-Нөвәтлик явропа иттипақи хитай кишилик һоқуқ диялоги 2-айниң 17-күни берюсселда өткүзүлгән. Йиғинда явропа иттипақи тәрәп хитайниң уйғур, тибәт, хоңкоңлуқларға тутқан муамилисини тәнқидләп, хитайдин б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң “шинҗаң доклати” дики тәләпләрни дәрһал иҗра қилишни тәләп қилған иди. Лекин “асия әркинлик иниститути” ниң ашкарилишичә, йиғинда хитай тәрәп, “уйғур, тибәт, хоңкоң мәсилилириниң кишилик һоқуқ мәсилиси әмәслики” ни илгири сүрүп, чәт әлниң арлишишини рәт қилған. Йиғинда хитай вәкили, бу мәсилиләрниң хитайниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүк мәсилиси икәнликини илгири сүргән.
2019-Йилдин бери тохтап қалған явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диялоги 17-феврал күни береусселда 4 йилдин кейин тунҗи қетим қайта өткүзүлгән. Лекин бу йиғин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаршилиқиға учриған. Йиғинниң алдида кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини өз ичигә алған 10 дәк аммивий тәшкилат явропа иттипақи рәһбәрлиригә хәт йезип, бу сөһбәтниң “шинҗаң районида садир болуватқан инсанийәткә қарши җинайәттики җавабкарлиқни өз ичигә алған хитайдики кишилик һоқуқ кризисиниң еғирлиқ дәриҗисини көздә тутқанда, әһмийәтсиз йиғин” икәнликини ейтқан иди.
“асия әркинлик иниститути” ниң ашкарилишичә, йиғинда хитайниң баш вәкили сүн лей: “хитайниң шинҗаң, тибәт районлири вә хоңкоң алаһидә мәмурий райониға мунасивәтлик ишлар кишилик һоқуқ мәсилиси қатариға киргүзүлмәслики керәк. Улар хитайниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә мунасивәтлик, башқиларниң арилишишиға йол қоюлмайду” дегән.
Мәлум болушичә, йиғинда явропа иттипақи хитайдин б д т кишилик һоқуқ комиссариниң “шинҗаң дөклати” дики тәләпләрни иҗра қилишни тәләп қилиш билән бир вақитта, ташполат тейип, илһам тохти қатарлиқ уйғур зиялилирини қоюп беришниму тәләп қилған.